Һиндистан билән хитай б д т хәвпсизлик кеңишидиму ихтилапқа чүшти

Мухбиримиз әркин
2022.12.16

Хитай-һиндистан чегра қоғдаш қисимлири һималаядики чеграсида бир-биригә қарши таш-тоқмақлар билән тоқунушуп арқидинла б д т хәвпсизлик кеңишидиму бир-биригә қарши ихтилапқа чүшкән. Һиндистан ташқи ишлар министири җайшәнкар 15-декабир хәвпсизлик кеңишиниң террорлуққа қарши туруш алаһидә йиғинида сөз қилғанда хитайни ишарәт қилип, бәзи дөләтләрниң көп тәрәплимилик мунбәрләрни “җинайи җавабкарларни ақлаш вә қоғдашта қалаймиқан қоллиниливатқанлиқи” ни ейтиши, хитай вәкилиниң қаршилиқиға учриған.

Һиндистан 2008-йилидики бумбай террорлуқ һуҗумиға қатнашқан бәзи пакистанлиқларни б д т ниң террорлуқ тизимликигә киргүзүшни тәләп қилған болсиму, лекин хитай бу тәклипни тосуп қойған.

166 Адәм өлгән бумбай террорлуқ һуҗумиға пакистанни база қилған ләшкәри таибә җавабкар, дәп әйибләнгәниди. “җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезитиниң хәвәр қилишичә, йиғинда җайшәнкар хәвпсизлик кеңишигә әза бәзи дөләтләрниң “йетәрлик сәвәб көрсәтмәйла дәлилләргә таянған тәклип лайиһәлири” ни тосуп қойғанлиқини әйибләп, “бу кеңәшниң ичи вә сиртида қош өлчәмни қандақ қилимиз? бәзиләр узундин бери террорлуқниң бир хил васитә яки тактика болушини давамлаштуруп кәлди” дәп сөзлигән.

Униңға қарита хитайниң хәвпсизлик кеңишидә турушлуқ вәкили җаң җүн сөз елип, пүтүн тәрәпләрниң террорлуққа қарши күрәштә “гео-сияси вә идеологийәлик бир тәрәплимиликләрдин ваз кечиши” ни, бу йәрдики әң муһим террорлуқ тәшкилатиниң “шәрқий түркистан ислам һәрикити” икәнликини илгири сүргән.

Униң қаришичә, бәзи дөләтләрниң “террорлуққа қарши турушни сиясийлаштуруши, вастилаштуруши, қош өлчәм яки таллаш усулини қоллиниши әпсуслинарлиқ” болуп, “бу, йәршари террорлуққа қарши һәмкарлиққа бузғунчилиқ қилмақта” икән. Америка, канада, явропа иттипақи қатарлиқлар вә хәлқаралиқ тәшкилатлар хитайниң уйғурларни йоқитишта террорлуқни баһанә қилғанлиқини қәйт қиливатқан бир вақитта, хитай вәкилиниң “шәрқий түркистан ислам һәрикити” ни әң муһим террорлуқ тәшкилати дейиши диққәт қозғиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.