Һиндонезийәдики икки мусулман тәшкилати хитайни уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилишни тохтитишқа чақирған
2019.12.18
Илгири хитай һөкүмитиниң уйғур районида кишилик һоқуқини дәпсәндә қилишиға сүкүт қилип келиватқан һиндонезийәдики икки чоң мусулманлар тәшкилати баянат елан қилип, хитайни уйғур мусулманлирини дәпсәндә қилишни тохтитишқа чақирған. Уларниң уйғур мәсилисидики позитсийәсиниң өзгиришигә қандақ амилниң тәсир қилғанлиқи мәлум әмәс.
Һиндонезийәдики нәһдәтул өлима вә муһәммидийә, намлиқ икки чоң мусулманлар тәшкилати бу йил хитайниң тәклипигә бинаән уйғур районини зиярәт қилған. Улар әйни чағда, хитайдики мусулманларниң бастурушқа учраватқанлиқиға даир һечқандақ аламәт байқимиғанлиқини илгири сүргәниди. Лекин, муһәммидийә билән нәһдәтул өлима 17 -декабир баянат елан қилип, өзлириниң уйғур мәсилисидики бурунқи позитсийәсини өзгәрткән. Муһәммидийә тәшкилатиниң баянатида: “хитай һөкүмити қандақ намда болса болсун кишилик һоқуққа хилаплиқ қилишни болупму уйғурларниң кишилик һоқуқиға хилаплиқ қилишни тохтитиш керәк” дейилгән.
Баянатта йәнә һиндонезийә һөкүмитиниң “шинҗаңда йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә хатимә бериштә актип рол ойниши” тәләп қилинған. Нәһдәтул өлиманиң муавин рәиси роибикин әмхас “бенар хәвәрлири” гә бәргән баянатида, хитайниң уйғурларға тутқан муамилисидә мәсилә барлиқини билдүргән. Робикин әмхас бу йил 2-айда һиндонезийә зиярәт өмикиниң тәркибидә уйғур районини зиярәт қилған. У у бу қетим уйғур районидики мусулманларниң һалал йемәклик йейәлмәйдиғанлиқи, шундақла лагерларда ибадәт қилалмайдиғанлиқини билдүрүп, “биз һалал йемәклик пәрһизигә капаләтлик қилиниши. . . . Шундақла бейҗиң ни уйғурларниң диний ибадитини бәҗа кәлтүрүшигә йол қоюшқа чақиримиз” дегән. “вал стрит журнили” гезити йеқинда, һиндонезийә диний өлималириниң уйғур районида елип барған зияритидин кейин уларниң лагерлар һәққидики қаришида өзгириш болғанлиқи, уларниң хитайдин нурғун соға-салам, ианә вә малийә ярдими алғанлиқини билдүргәниди. Лекин юқириқи икки тәшкилат баянатида, хитайдин ианә вә малийә ярдими алғанлиқини рәт қилған.