Һиндонезийәдә мусулманлар намайиш қилип, җакартаниң хитай валисиниң истепа беришини тәләп қилди
Җүмә күни, һиндонезийә пайтәхти җакартада он миңлиған тәқвадар мусулман һиндонезийә президент сарийиниң алдида намайиш қилип, етник хитай миллитидин болған җакарта валиси басуки таҗа пурнаманиң истепа беришни тәләп қилған.
Намайишчилар басуки таҗа пурнаманиң қуранға һақарәт қилғанлиқини илгири сүргән. Һиндонезийә дунядики нопуси әң көп мусулман дөлити болсиму, әмма мөтидил мусулманлар хели көп салмақни игиләйду.
Ройтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, һиндонезийәдә тәқвадар яки радикал мусулманларниң кичик көләмлик намайишлири даим йүз берип турсиму, әмма бундақ зор көләмлик намайиш бурун көп йүз берип бақмиған. Җүмә күнки намайишни “ислам қоғдиғучилар фронти” тәшкилати қозғиған болуп, улар җакарта валисиниң “аллаһға купурлуқ қилиш” тин қолға елинишини тәләп қилған.
Басуки таҗа пурнама бурун һазирқи президенти видодо җакарта валийлиқини атқурған мәзгилдә униң муавини болған.
У, нопуси 250 милйонлуқ мусулман дөлити- һиндонезийә пайтәхти җакартаниң тунҗи етник хитай миллитидин болған христиан валиси. У өзиниң ислаһатчилиқи билән тонулған иди. У илгири өзиниң сөзидин кәчүрүм сориған, әмма сақчилар униң үстидин тәкшүрүш башлиған.
Һиндонезийә йеқинқи 10 йилдин бери ғазатчи гуруһларниң һуҗум нишани болуп кәлди. 2002-Йили һиндонезийәниң бали шәһиридә йүз бәргән партлашта 202 адәм өлгән иди.