Хоңкоң билән макав оқуғучилириға қәшқәрдә “вәтәнпәрвәрлик тәрбийәси” елип берилған
2024.09.18
“хитай хәвәрлири” ториниң 18-сентәбир чиқарған хәвиригә қариғанда, хитайниң гуаңдуң өлкилик бирликсәп бөлүми хоңкоң билән макавдики 37 нәпәр илғар оқуғучини “дөләт әһвалини көздин кәчүрүш паалийити” гә тәшкилләп, қәшқәргә апарған. “хитайниң дөләт байримини ортақ тәбрикләш, хитай чүшини әмәлгә ашуруш” темисидики бу паалийәт 9-айниң 7-күнидин 12 күнигичә қәшқәрдә өткүзүлгән.
“қәшқәргә ярдәм бериш” кә мәсул гуаңдуң өлкиси пиланлиған, гуаңдуң өлкилик бирликсәп бөлүми билән йәрлик бирликсәп бөлүмлири, шундақла хоңкоң вә авмин яшлар җәмийити қатарлиқ көплигән орунлар бирлишип орунлаштурған бу паалийәттә, хоңкоңлуқ вә макавлиқ оқуғучилар хитай даирилири бекитип бәргән қәшқәр музейи, қәшқәр қәдимий шәһәрчиси, хитайлар “пәнточең” дәп ативалған әскиһисар қәдимий шәһәр харабилики бағчисида екскурсийә қилдурулған. Қәшқәр шәһириниң шәрқий җәнубидики түмән дәряси бойиға тоғра келидиған әскиһисар харабилики хитай тәшвиқатлирида “ғәрби диярдики 36 бәгликниң бири болған йеңисар хан ордиси” дәп чүшәндүрүлгән һәмдә “миладийә 73-йили бәнчав бу йәрдә баргаһ қурған һәмдә бу йәрни база қилип, һонларни тинҗитип, ғәрбий диярни бирликкә кәлтүрүш вәзиписини тамамлиған” дейилгән. Хитай һәтта бу харабиликниң йенидики йолға “бәнчав йоли” дәп нам бәргән.
Мәзкур паалийәттин алған тәсиратлирини баян қилған оқуғучилар қәшқәрниң тарихини билгәнликини, “хитай земининиң бунчә кәң, мәдәнийәтлириниң бунчә мол” икәнликини көрүп, хитайниң дөләт әһвалини қайта чүшәнгәнликини билдүрүшкән.
Бу хәвәрдә көрүлгинидәк, хитай бу қетим хитай компартийәси маарипида тәлим алмиған оқуғучиларға вәтәнпәрвәрлик тәрбийәси елип беришта, қәшқәрни нишан қилип таллиған һәмдә хитай яшлириға бу районниң қандақтур “әзәлдин хитайниң бир қисми” дегән мустәмликә тәшвиқатини сиңдүргән. Америкадики җорҗтовн университети пирофессори, җәймис миллвард бу һәқтә радийомизға қилған сөзидә, хитай һөкүмитиниң уйғур елиниң хән сулалисидин башлап хитайниң земини икәнликини давраң қилип келиватқанлиқини, әмма хитайниң 750-йилидин башлап чиң сулалисигә қәдәр бу районда һечқандақ сиясий тәсириниң болмиғанлиқини, йәнә келип хитайларниң изчил давам қилған миллий дөлити болмиғанлиқини билдүргәниди.