Уйғурлар хуавей ширкитиниң синақ обийекти қилинған

CNBC Телевизийә ториниң 9-дикабир күнидики хәвиригә қариғанда, хитайниң хуавей ширкити уйғур мусулманлирини пәрқләндүрәләйдиған вә сақчиларни агаһландуралайдиған юмшақ детални синақ қилған.

CNBC Телевизийә ториниң 9-дикабир күнидики хәвиригә қариғанда, хитайниң хуавей ширкити уйғур мусулманлирини пәрқләндүрәләйдиған вә сақчиларни агаһландуралайдиған юмшақ детални синақ қилған.

Хәвәрдә көрситилишичә йеңи бир доклат елан қилинған. Доклатта дейилишичә хуавей ширкити хитайдики әң чоң сүни әқил ширкити “мегвий” (Megvii) билән бирлишип йеңи чирай тонуш системисини синақ қилған. Бу система мәхсус аз санлиқ милләт-мусулманларни байқаш хусусийитигә игә болуп, байқалған һаман һөкүмәт даирилиригә агаһландуруш беридикән.

Һәтта синақниң йәнә бир түри мәхсус “уйғур агаһландуруши” намлиқ иқтидар икән. Син назарәтчилики, доклат, тәтқиқат вә синақ нәтиҗисини йәткүзүштики дунядики алдинқи қатардики орган-IPVM ниң 2018-йилидики доклатиға қариғанда, бу юмшақ деталниң йәнә бир алаһидилики “йүз анализи” болуп, “милләт” ни айриялайдикән.

Хуавей яки мегвий ширкәтлири син назарәтчилики, доклат, тәтқиқат вә синақ нәтиҗисини йәткүзүштики дунядики алдинқи қатардики орган-IPVM тәрипидин ашкариланған һөҗҗәттә дейилгәнләрни рәт қилмиған.

Америка һөкүмити ейҗиңниң уйғур районида юқири техникилиқ назарат сиситимисидин пайдилинип, уйғур, қазақ вә башқа мусулман милләтләргә қаритилған “бастуруш, кәң көләмдә халиғанчә тутқун қлиш” тәк кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини әйиблигәниди.

Америка сода министирлиқи санаәт бихәтәрлик идарисиму 17-авғуст хуавей ширкитигә четишлиқ 38 ширкәтни “қара тизимлик” кә алғанлиқини елан қилғаниди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org