Мәһбуслуқ һаятиниң бәшинчи йилида илһам тохтини шәртсиз қоюветиш тәләплири яңриди
2019.01.15
Уйғурларниң һәқ вә һоқуқлири үчүн сөз қилғанлиқи сәвәблик “бөлгүнчилик” җинайити билән әйиблинип өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинған уйғур зиялийси илһам тохти қолға елинғанниң бәшинчи йилида хәлқара җамаәт хитай һөкүмитигә хитаб қилип, уни шәртсиз қоюветишкә чақирди.
Илһам тохти 2014-йили 15-январда қолға елинип, шу йили сентәбирдә муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди. Униң қолға елинғанлиқиға бәш йил толғанда хәлқара кәчүрүм тәшкилати, хәлқара қәләмкәшләр җәмийити, әркин тибәт, илһам тохти гурупписи қатарлиқ орунлар бирләшмә чақириқ елан қилип, илһам тохти билән бирликтә техичә қамақта туруватқан сансизлиған уйғур зиялийлирини қоюветишни тәләп қилди.
Бирләшмә баянатта илһам тохтиниң қолға елиништин тартип сотлинишқичә болған җәрянда қануний тәртипләрниң толуқ иҗра болмиғанлиқи, уни үрүмчи шәһәрлик 1-түрмигә қамалғандин кейинму униң аилә тавабиатлири билән көрүшүшигә қаттиқ чәклимә қоюлуватқанлиқи, һәтта илһам тохтиниң бу йил 25 яшқа киргән җийәни униң рәсимини вә әркин асия радийосида елан қилинған илһам тохти һәққидики икки парчә мақалини ян телефонида сақлап қойғанлиқи үчүн он йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи, илһам тохтиниң “уйғурбиз” ториға һәмдәмләшкән йәттә оқуғучиниңму “бөлгүнчилик” билән әйиблинип қамаққа елинғанлиқи бир-бирләп әсләп өтүлиду.
Бирләшмә баянатта йәнә хитай һөкүмитиниң илһам тохтини қамаққа һөкүм қилиш арқилиқ кәң уйғур зиялийлириға вә паалийәтчилиригә “агаһ болуш” ни уқтурғанлиқи алаһидә тәкитлиниду. Шундақла һазир уйғурлар диярида бәрпа болған ғайәт зор сандики лагерларға қамалған милйонлиған бигунаһ уйғурлар арисида йүзлигән даңлиқ уйғур зиялийлириниң барлиқи ейтилип, бу хил қанунсиз тутқун қилмишини тездин аяғлаштуруш чақириқи оттуриға қоюлиду.









