Талибанларниң афғанистанни контрол қилиши имран ханни хурсән қилмақта
2021.08.17
Талибан күчлири нәччә йиллиқ еғир зәрбидин һалсирап “әмди һечқандақ тәһдит болалмайду” дәп қарилишқа башлиғанда, уларниң бир юмулапла афғанистанниң игиси болуп қелиши нурғун кишиләрни гаңгиритип қойған. Һалбуки, “вол-стрет журнили” гезитиниң 17-авғусттики тәһрират мақалиси буниңда пакистан рәһбири имран ханниң муһим “төһписи” барлиқини тәкитлигән.
Мақалидә ейтилишичә, имран хан талибанларниң һакимийәт бешиға чиқиши һәққидә сөз қилип: “афған хәлқи әмди қуллуқниң асаритидин халас болди,” дегән. Шуниңдәк у пакистанда енглиз тилидики маарип муәссәсәлириниң көпләп қурулушини “мәдәнийәт контроллуқи” дәп тәнқидлигән.
Мақалидә көрситилишичә, афғанистанниң җәнубий қисмидики районлар талибан күчлириниң мәвҗут болуши вә йеқинда һәрбий җәһәттә үстүнлүк қазинишида муһим рол ойниған. Бу җайлар билән туташ болған пакистан територийәсиму талибанларниң “җәннәт” лиридин бири болған. Он йилниң алдида осама бин ладенму дәл пакистандики мушу җайға йошурунған. Әмдиликтә болса америка һөкүмитигә қарши болған имран хан башқуриватқан пакистанниң бирнәччә күн илгири талибанларниң кабулға бесип киришидә ачқучлуқ рол ойниғанлиқи, америка һөкүмитиниң илгирики вақитларда пакистан билән болған мунасивитиниң әҗәллик хаталиқ болғанлиқи барғансери ашкар болушқа башлиған.
Сиясий обзорчи валтер мед бу һәқтә тохтилип: “америка һөкүмитиниң афғанистанда ғәлибә қилишидики әң зор тосалғу әмәлийәттә биз әйни вақитта ‛иттипақдаш‚ дәп қариған пакистанниң талибан күчлирини тохтавсиз қоллап қуввәтлиши болди,” дегән. Буниңдин илгири имран хан көп қеимлап өзиниң уйғурлар мәсилисидә хитай һөкүмитини әйиблимәйдиғанлиқини, чүнки пакистанға һәр җәһәттин ярдәм бериватқан хитай һөкүмитиниң улар үчүн әң қәдинас дост икәнликини тәкитлигән иди.









