Америка хитайдики телевизийидә “иқрар қилдуруш” һәрикитидин әндишә һес қилғанлиқини билдүрди
2016.01.21
Америка, хитай дөләт телевизийисидә аталмиш җинайитини иқрар қилдуруш қилмишлириниң барғансери көпийип келиватқанлиқидин, һәтта униң чәтәл пуқралириғиму қилиниватқанлиқидин әндишә һес қиливатқанлиқини билдүрди.
Америка дөләт ишлири министирлиқиниң баянатчиси марк тонер пәйшәнбә күнидики мухбирларни күтүвелиш йиғинида қилған сөзидә, “бу хил һәрикәтләр хитайниң дөләтни қанун билән идарә қиливатқанлиқиға қарита гуман қозғайду” деди.
У телевизийидә “җинайити иқрар қилдурулуватқанлар” ниң көпинчә һалларда техи рәсмий һалда сотқа чиқмиған яки қанун тәртиплири бойичә җинайити ениқ бекитилмигән кишиләр икәнликини, буниң хитайниң өз қанунлири вә хәлқара қанунларға хилаплиқини билдүрүп “бундақ һәрикәтләр хитай һөкүмитиниң дөләтни қанун арқилиқ идарә қилиш вә очуқ-ашкарилиққа игә әдлийә системиси яритиш һәққидики вәдилирини аҗизлаштуриду” деди.
Телевизийидә сазайи қилип туруп җинайитини иқрар қилдуруш усули уйғур елидә кәң қоллинип келиватқан усулларниң бири иди. Бундин илгири илһам тохти вә униң қолға елинған оқуғучилири, йәкән вәқәси тоғрилиқ сахта хәвәр тарқитиш билән әйибләнгән яш өсмүр абдурешит һәм шундақла 2009-йили үрүмчи вәқәсидә қолға елинған нурғун кишиләр һәммиси телевизийидә аталмиш җинайитини “иқрар қилған”.
Икки күн аввал, шиветсийилик кишилик һоқуқ актипиниңму охшаш муамилигә учриши хәлқарада күчлүк инкас қозғиди.