Америка соти өзбекистан ислам һәрикити партийәсиниң актип қоллиғучиси ирфан демирташқа 7 йиллиқ қамақ җазаси бәргән

Мухбиримиз қутлан
2016.12.24

Йеқинда америка сотиниң ирфан демирташ исимлик бир кишини “өзбекистан ислам һәрикити” партийәсиниң актип қоллиғучиси дегән җинайәт билән 7 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқи мәлум.

Азатлиқ радийосиниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, ирфан демирташниң сот һөкүми 20-декабир күни чиқирилған икән. Сот һөкүмидә униң 2006-йилидин 2008-йилиғичә болған арилиқта пакистан, афғанистан, түркийә, иорданийә, голландийә, франсийә вә башқа әлләрдә өзбекистан ислам һәрикити партийәси үчүн ианә топлаш һәрикити билән шоғулланғанлиқи илгири сүрүлгән.

Түркийә билән голландийәниң қош вәтәндиши болған ирфан демирташ өткән йили германийәдә қолға елинған болуп, узун өтмәй уни америға өткүзүп бәргән. Америка соти демирташниң җаза муддити тошқандин кейин уни чеградин чиқириветидиғанлиқини билдүргән. Америка соти йәнә ирфан демирташниң қалған 62 айлиқ җаза муддитини франсийә түрмисидә өтәйдиғанлиқини билдүргән.

Мәлум болушичә, өзбекистан ислам һәрикити партийәси 1991-йили қурулған болуп, униң күрәш нишани өзбекистан һөкүмитини ағдуруп ташлап шәриә қануни бойичә дөләт башқуридиған бир ислам дөлити қуруш икән. Өзбекистан ислам һәрикити партийәси өзбекистан вә пакистанларда бир қатар қураллиқ һәрикәтләрни елип барған болуп, 2001-йили сентәбирдин башлап хәлқарадики “террорлуқ тәшкилатлар” тизимигә киргүзүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.