Йү мавчүн: америка ташқи ишлар министирлиқи хитайниң ирқий қирғинчилиқ садир қилған-қилмиғанлиқини ойлишиватиду
2020.11.13
Америка ташқи ишлар министири майк помпейониң хитай ишлири мәслиһәтчиси йү мавчүн, ташқи ишлар министирлиқиниң хитайниң уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ садир қилған-қилмиғанлиқини ойлишиватқанлиқини билдүргән. Униң тәкитлишичә, нөвәттә америка һөкүмәт органлири буниң қануни чәк-чегриси вә дәлиллирини көздин кәчүрмәктикән. Йү мавчүн, ирқий қирғинчилиқниң хәлқара өлчими, қаттиқ қануни ениқлимиси барлиқини билдүргән.
У бу сөзләрни 12-ноябир әркин асия радиоси хитай бөлүминиң мәхсус зияритини қобул қилғанда қилған. Йү мавчүн трамп һөкүмитиниң хитайға қаратқан сияситидики һалқилиқ шәхсләрниң бири, дәп қарилип кәлгәниди. Униң тәкитлишичә, хитай һөкүмити уйғурларға зәрбә бериштә террорлуқни баһанә қилған болуп, униң зәрбә бериш нишани алди билән уйғур сәрхиллиригә қаритилғаникән.
У 2009-йили йүз бәргән 5-июл “үрүмчи вәқәси” һәққидә тохтилип, бу вәқәниң террорлуқ билән бәк чоң бағлиниши йоқлуқи, бу вәқәни хитайниң көчмәнләр сиясити, мәҗбури бала чүшүрүш, ислам динини қаттиқ контрол қилиши кәлтүрүп чиқарғанлиқини билдүргән.
Униң тәкитлишичә, өз вақтида америка хитайни террорлуққа қарши туруш сепигә тәклип қилған болуп, хитай буниңдин пайдилинип, уйғурларни бастурушни күчәйткән икән. У: “бу нуқтини америка һөкүмити техиму ениқ тонуп йәтти” дегән.