Майкил кларк: “ислам дуняси немишқа уйғурлар учраватқан зулумға сүкүт қилиду?”

Мухбиримиз әзиз
2019.01.08

Уйғурлар дияридики сиясий бастуруш һәққидә көплигән мәлуматлар оттуриға чиққандин кейин америка вә явропадики бир қисим ғәрб дөләтлири буниңға қаттиқ инкас қайтурғандин башқа ислам дуняси асасән сүкүтни талливалди. Җүмлидин пәләстин мәсилиси һәмдә роһинга мусулманлириниң қирғинға учраш мәсилисидә пикир баян қилған дуня ислам һәмкарлиқи тәшкилатиму уйғурларға кәлгәндә һечқандақ ипадә билдүрмиди. Австралийә дөләтлик университетниң профессори майкил кларк 7-январ күни “австралийәликләр” гезитидә елан қилған бу һәқтики мақалисидә буниңдики асаслиқ сәвәбләр һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди һәмдә буни: “мусулманлар дунясидики мунапиқлиқ” дәп атиди.

У бу һәқтики сәвәбләр һәққидә тохтилип, буниңда асаслиқ орунда туридиған төт амилни рәткә тизиду. Буниң биринчиси тарих амили болуп, хитай һазирғичә һәрқайси сорунларда изчил һалда бу районни “қәдимдин тартип бизниң айрилмас бир қисмимиз” дәп тәшвиқ қилип кәлгән. Гәрчә бу “баянат” тарихий пакитқа пүтүнләй зит болсиму хитай һөкүмити өзлириниң “шәрқий түркистан” дәп атиливатқан бу районни 1949-йили ишғал қиливалғандин кейинки сиясий тарихни мәзкур районниң нәччә миң йиллиқ тарихиға тәңләштүрүвалған.

Иккинчиси, мәдәнийәт вә миллий амил. Худди көпчиликкә мәлум болғандәк уйғурларниң ислам етиқади дәл уларниң зулумға учришидики асаслиқ сәвәб болуп қалған. Йәнә келип уйғурларниң түркий милләтләргә мәнсуп болуштәк миллий, мәдәнийәт вә тил хаслиқи нөвәттә хитай һөкүмитиниң асаслиқ йоқитиш нишани болуп қалған. Һалбуки хитай һөкүмитиниң уйғурларниң диний етиқади вә мәдәнийәт системисини өзгәртиветиш урунуши мусулманлар дунясидики “мусулманларниң зулумға учриши” һәққидики һәммигә тонушлуқ баянлар қатаридин орун алалмайду. Уларниң “зулум” чүшәнчисидики пәрқму буниң бир сәвәби болуп қалған.

Апторниң қаришичә, буниңдики үчинчи вә төтинчи сәвәб асаслиқи иқтисадий вә сиясий-җуғрапийәлик амил болуп, мусулманлар дунясидики шәрқий җәнубий асия, оттура шәрқ вә шималий африқа райони хитайға еғир дәриҗидә беқинди болуп қалған. Шу сәвәбтин иқтисадий контроллуққа мәһкум болған сиясий-җуғрапийә амили мусулманлар дунясини хитайниң алдида тили тутуқ қилип қойған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.