Кувәйтниң сабиқ парламент әзаси муһәммәд һәйф әлмутәйри: “уйғур мусулманлири хитайдин мустәқиллиқ тәләп қилиши керәк”
2022.06.23
Кувәйтниң сабиқ парламент әзаси муһәммәд һәйф әлмутәйри “уйғур мусулманлири хитайдин мустәқиллиқ тәләп қилиши керәк”, дегән.
Кувәйтниң сабиқ парламент әзаси муһәммәд һайеф әлмутәйри бу сөзләрни йеқинда истанбулда өткүзүлгән “хәлқара шәрқий түркистанни қоллаш” илмий муһакимә йиғинида қилған болуп, у мундақ дегән: “уйғур мусулманлири хитайдин мустәқил болушни тәләп қилиши керәк. Уйғурлар буни бәк чоң тәләп дәп қаримаслиқи, даим тәләпни юқири қоюши керәк. Уйғурлар әмди аптономийә тәләп қилмай, шәрқий түркистанни ишғал қилинған вә булаң-талаң қилинған дөләт, дәп җакарлиши керәк”.
“хәлқара шәрқий түркистанни қоллаш” илмий муһакимә йиғини мәркизи истанбулға җайлашқан шәрқий түркистан өлималар бирликиниң уюштуруши билән 10-июндин 12-июнғичә истанбулда өткүзүлгәниди. Муһакимә йиғиниға 40 дәк дөләттин кәлгән өлималар, парламент әзалири, қануншунаслар, сиясийонлар вә журналистлар болуп, көп санда киши қатнашқан.
Кувәйт сабиқ парламент әзаси муһәммәд һәйф әлмутәйриниң сөзлири әрәб дунясидиму диққәт қозғиған болуп, мәркизи вашингтонға җайлашқан “оттура шәрқ ахбарат тәтқиқат орни” униң бу сөзлирини өз тор бетидә елан қилған.