“йеңи әрәб” гезити: “қой терисигә оринивалған бөрә: хитайниң мода кийим-кечәк арқилиқ уйғур қирғинчилиқини йошуруши”

Мухбиримиз ирадә
2022.06.23

Әрәб дунясиға хитаб қилидиған “йеңи әрәб” намлиқ тор гезитидә хитайниң мода кийим-кечәк саһәсини қандақ қилип уйғур мәҗбурий әмгики билән булғаватқанлиқи һәққидә бир зор һәҗимлик мақалә елан қилинған. Мәзкур мақалигә “қой терисигә оринивалған бөрә: хитайниң мода кийим-кечәк арқилиқ уйғур қирғинчилиқини йошуруши” дәп мавзу қоюлған.

Мәзкур мақалида хитайниң “шейин” намлиқ кийим-кечәк маркиси нуқтилиқ һалда мисал қилинип туруп, әрәб дунясида наһайити алқишқа еришиватқан бу маркиниң әмәлийәттә әмгәкчиләрниң һаяти болупму уйғурларниң ирқий қирғинчилиқи бәдилигә кәлгәнлики чүшәндүрүлгән.

Мақалида көрситилишичә, “шейин” инстаграм вә тик-ток қатарлиқ иҗтимаий алақә супилирини үнүмлүк қоллинип туруп наһайити зор әгәшкүчи топлиған болуп, униң әрәбчә ториниң өзидила 5 милйонға йеқин әгәшкүчиси бар икән. “ZARA” қатарлиқ өзигә рәқиб маркиларниң лайиһәлирини көчүрүп уни интайин әрзан баһада сатидиған “шейин” йәнә әрәб херидарларни җәлп қилиш үчүн диний йосунларға маслаштурулған узун йопка, кәң иштан, кафтан қатарлиқ әрәбчә кийимләргә мунасивәтлик мәхсус түрләрниму тәрәққий қилдурған болғачқа униң мәһсулатлири әрәб бирләшмә хәлипилики вә сәуди әрәбистанда алаһидә яхши көрүлидикән.

Мақалида “шейин” маркиисниң мана мушуниңдәк базар истратегийәлири арқилиқ кишилик һоқуқ бузғунчилиқи вә ишчи-хизмәтчиләрни експилататсийә қилиштәк қорқунчлуқ реаллиқни йошуруп қалғанлиқи, әслидила ишчи-хизмәтчиләрни начар шараитларда ишлитип, уларниң һәр түрлүк химийәлик маддилардин зәһәрлиниши, һәддидин зиядә чарчишидәк әһвалларни кәлтүрүп чиқириватқанлиқи көрситилгән. Шуниң билән биргә “шейин” маркисиниң 2014-йили хитай һөкүмити уйғурларға мәҗбурий әмгәк вә ирқий қирғинчилиқ сиясәтлирини башлиғандин тартип бу зулумға шерик болуватқанлиқи тәпсилий баян қилинған.

Мақалида австралийәдики истратегийә тәтқиқат мәркизиниң (ASPI) уйғур мәҗбурий әмгики һәққидики тәтқиқати вә шундақла явропа уйғур институтиниң мудири, җәмийәтшунас дилнур рәйһанниң сөзлиригә асасән уйғурлар учраватқан мәҗбурий әмгәк вә ирқий қирғинчилиқ тонуштурулған.

Хәвәр төвәндики сөзләр билән аяғлашқан: “дилнур сөзидә мода кийим-кечәк ширкәтлириниң җинайити уйғур паалийәтчилири вә ғәрблик сиясийонларниң һармай-талмай күрәш қилиши билән ашкариланған болсиму, бирақ мусулман рәһбәрләрниң хитайни инсанийәткә қарши йүргүзүватқан сиясәтлирини тохтитишқа чақирмайватқанлиқини әйиблиди вә мусулман дөләт һөкүмәтлирини дәрһал уйғур хәлқи билән бир сәптә турушқа чақирди”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.