Ислам әллири хитайға “янтаяқ” болушни тохтитишқа чақирилди

Мухбиримиз сада
2019.07.17

12-Июл күни русийә, шималий корейә вә сәуди әрәбистан қатарлиқ 37 дөләт б д т ға бир имзалиқ хәт йоллап, хитайниң уйғур дияриға тутқан қаттиқ қол сиясәтлирини қоллайдиғанлиқини ипадә қилғаниди. Һалбуки хәлқара җәмийәтниң бу һалға қарита әйибләшлири тохтап қалмиған.

CNN Телевизийәсиниң 17-июлдики хәвиридә көрситилишичә, уйғур дияридики уйғурлар еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә учраватқан һаләттә, 37 дөләтниң бу қилмиши хитайниң “депини” челип бәргәнлик һесаблинидикән.

Хәвәрдә “йәршари сиясити” журнилиниң директори әзәм ибраһим бу һәқтә сөз қилип, “мән мусулман әллириниң хитайниң сияситини махтап хәт язғанлиқидин бәкла һәйран қалдим. Мушундақ бир мәсилигә кәлгәндә инкассиз турувелиш яки имза қоюштин ваз кечиш башқа бир әһвал. Һалбуки бир дөләтниң сияситини очуқ-ашкара қоллаш у башқа бир әһвал,” дегән.

Охшаш күндә “кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” торида бир хәвәр елан қилинған. Хәвәрдә “ислам һәмкарлиқ тәшкилати” ға әза 14 мусулман дөлитиниңму хитайни қоллап имза қоюши қаттиқ әйибләнгән.

Хәвәрдә дейилишичә, хитайниң уйғур дияридики сиясий бастуруши әмәлийәттә ислам һәмкарлиқ тәшкилати үчүн бир муһим синақ һесаблинидикән. Йәни уйғур мусулманлириға қаритилған системилиқ хорлашларни тохтитиш һәққидә хитайға бесим қилиш-қилмаслиқидин уларниң позитсийәсини көрүвалғили болидикән.

Хәвәрдә “кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” хитай ишлири бөлүминиң директори софий ричардсон ханим 37 дөләтниң бу қилмишини қаттиқ әйибләп мундақ дегән: “хитай һөкүмити мусулманлар асасий салмақни игиләйдиған дөләтләрниң қоллишини қолға кәлтүрүш арқилиқ уйғур дияридики еғир кишилик һоқуқ мәсилисини пәрдазлимақта. Бу мусулман дөләтлири хитайға қарши чақириқта болушниң орниға бейҗиң даирилириниң ‛тәтүр‚ тәшвиқатиға қошулуп кәтти.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.