Уйғур тәшкилатлири билән мусулман тәшкилатлири бирлишип “ислам һәмкарлиқ тәшкилати” ға мәктуп йоллиди
2021.12.20
Йеқинда дуняниң һәрқайси җайлиридики 90 нәччә тәшкилат бирлишип “ислам һәмкарлиқ тәшкилати” ға очуқ мәктуп йоллиди һәмдә улардин “шәрқий түркистандики уйғур қирғинчилиқиға сүкүт қилишқа әмди илаҗ йоқ” деди.
18-Декабир күни дуня уйғур қурултийи (д у қ) ниң тор бетидә елан қилинған бу һәқтики очуқ мәктупта ейтилишичә, улар уйғурларниң лагерларға қамилиши вә зор тутқунға гириптар болуши һәққидики омуми әһвални йәнә бир қетим әскәртип өткән. Арқидинла хитай һөкүмитиниң ислам диниға даир барчә һадисиләрни, җүмлидин намаз оқуш, сақал-бурут қоюш, һалал-һарам чүшәнчиси бойичә яшаш қатарлиқларни террорлуққа бағлап уйғурларни бастуруватқанлиқини, мәсчитләрниң чеқилип мусулманларниң чошқа гөши йиейшкә мәҗбурлиниватқанлиқини бир-бирләп тилға елип “хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқанлири аллиқачан ‛қирғинчилиқ‚ дәп җакарланди. Бу һәқтики испатлар тағдәк дөвилинип йетипту. Әмди силәрниң бу қәдәр зулумға сүкүт қилишиңларға қилчиму орун қалмиди” дейилиду.
Мәктупниң ахирида улар “ислам һәмкарлиқ тәшкилати” ни хитайниң зулумлириға шерик болмаслиққа һәмдә һәққанийәтни яқлап дуня миқясида өзиниң иззәт-абройини әмәлгә ашурушқа дәвәт қилған.
Мәлум болушичә, бу очуқ мәктупқа малайшия, һиндонезийә, тайланд қатарлиқ җайлардики даңлиқ ислам өлималири, шундақла дуняниң һәрқайси җайлиридики мутләқ көп қисим уйғур тәшкилатлири бирлишип имза қойған. Баш штаби сәуди әрәбистаниниң җиддә шәһиридики “ислам һәмкарлиқ тәшкилати” ға һазир 57 ислам дөлити әза болуп, буларниң көп қисми хәлқара мунбәрләрдә хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурушини қоллиғанлиқи үчүн тәнқидләргә учрап кәлгәниди.