Хитай мусулман дөләтләрниң сүкүтини бесим вә пул билән сетивалмақта
2019.04.09
Хитай һөкүмити йеқиндин бери хәлқаралиқ җәмийәтниң, болупму мусулман дунясиниң өзиниң 2 милйонға йеқин уйғур мусулманлирини аталмиш тәрбийәләш лагерлириға солиғанлиқ мәсилисини көтүрүп чиқмаслиқи үчүн җиддий һәрикәт елип бармақта.
“ню-йорк вақти” гезитиниң 8 -апрелдики хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмити ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң мартниң беши әрәб бирләшмә хәлипиликиниң пайтәхти әбу зәбидә елип барған әза дөләтләр йиғинида уйғур мәсилисидә өзигә қарши баянат елан қелишиниң алдини елиш үчүн 10 нәччә дипломатини әвәткән. Хәвәрдә ейтилишичә, буниң нәтиҗисидә 57 дөләттин тәркиб тапқан ислам һәмкарлиқ тәшкилати икки күнлүк йиғинидин кейин, өзиниң уйғур мәсилисидә хитайға болған наразилиқини билдүрүшниң орниға, хитай һөкүмитини “мусулман пуқралириға яхши қараватиду” дәп мәдһийәлигән.
Хәвәрдә илгири сүрүлүшичә, ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң бу қарари хитай һөкүмити үчүн бир зор дипломатик ғәлибә болуп һесабланса, хитайниң қаттиқ зиянкәшликигә учраватқан уйғур мусулманлири үчүн бир сатқунлуқтур. “ню-йорк вақти” гезити бу мунасивәт билән америкиниң вискансин университетидики доктор кандидати патимә абдулғапурни зиярәт қилғинида, патимә: “улар өзиниң роһини, иманини пулға сатиду. Улар милйонлиған инсанларниң зиянкәшликкә учраватқинини билиду” дегән.
Хәвәрдә ейтилишичә, һазирғичә уйғурлар мәсилисидә хитай һөкүмитини очуқ-ашкара әйиблигән бирдин-бир мусулман дөләт түркийә болуп, хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси деңли бу вәҗидин түркийәгә тәһдит селип, “өзиниң достини һәммә йәрдә очуқ-ашкара тәнқид қилиш иқтисадий мунасивәткә зиян елип келиду” дегән. Шуниңдин кейин, түркийә һөкүмити хитайни хәлқаралиқ сорунларда әйибләшни тохтатқан. Хәвәрдә ейтилишичә, мусулман дөләтләрниң сүкүти ғәрб әллириниң хитайға қарши һәрикәт қилишини суслаштурған.









