Сам бровнбәк: “мусулман әллириниң уйғурлар вәзийитигә аваз чиқармиғанлиқидин қаттиқ үмидсизләндим”

Американиң хәлқара диний әркинлик алаһидә әлчиси сам бровнбәк 10-июн күни католик хәвәр агентлиқиға қилған сөзидә хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлириға йүргүзүватқан қаттиқ зулумлириға қарита ислам әллириниң күчлүк аваз чиқириши керәкликини билдүргән иди.

Американиң хәлқара диний әркинлик алаһидә әлчиси сам бровнбәк 10-июн күни католик хәвәр агентлиқиға қилған сөзидә хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлириға йүргүзүватқан қаттиқ зулумлириға қарита ислам әллириниң күчлүк аваз чиқириши керәкликини билдүргән иди.

Сам бровнбәк сөзидә хитайниң уйғур дияридики еғир бастурушини әйиблигән бирдин-бир мусулман дөлити-түркийәни тилға елип туруп, “түркийә вә бәзи ғәрб әллири бу мәсилигә күчлүк инкас билдүрүп кәлди,” дегән.

Сам бровнбәк сөзидә йәнә бәзи ислам әллири әгәр уйғурлар мәсилисигә инкас билдүргәндә өз дөлити ичидики кишилик һоқуқ сәтчиликлириниңму чувулуп чиқип ташқи дуняға ашкарилинип кетишидин қорқуватқанлиқини тилға алған. У мундақ дегән: “бәзи мусулман дөләтлириниң нөвәттә қиливатқини ‛биз башқиларниң бизни әйиблишини халимаймиз, шуңа бизму башқиларни тәнқид қилиш истикидә болмаймиз‚ дегәндин башқа нәрсә әмәс.”

Сәуди әрәбистан падишаһиниң вәлиәһди муһәммәд бин салман өткәндә хитайни зиярәт қилғанда хитай һөкүмитиниң аталмиш “террорлуқ вә әсәбийликкә қарши күриши” ни қоллайдиғанлиқини билдүргән иди. Сам бровнбәк бу һәқтиму сөз қилип, “әгәр хитай уйғурлар үстидин елип бериватқан бу һәрикитини тохтатмиса, бу хил система хитай дөлитиниң башқа җайлириғиму кеңийиду һәмдә дунядики башқа мустәбит түзүмидики дөләтләр үчүнму бир үлгә болуп бериду,” дегән.

10-Июн күни сам бровнбәк “муһапизәтчи” гезитиниң зияритини қобул қилип, юқириқи мәсилини нуқтилиқ тилға алған һәмдә мундақ дегән: “мән мусулман әллириниң уйғурлар мәсилисигә һазирға қәдәр сүкүттә турғанлиқидин қаттиқ үмидсизләндим. Хитай бу дөләтләргә изчил тәһдит селип кәлди, буни мән обдан билимән, бирақ улар хитайниң бу зораванлиқлириға йол қойса болмайду, болмиса хитайда техиму көп бастуруш һәрикитиниң оттуриға чиқишиға сәвәбчи болуп қалиду.”

Йеқинқи бир қанчә айдин буян америка дипломатлири диққәт-етибарини көпрәк хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қаритип кәлмәктә.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org