Уйғур аптоном районлуқ партком “шинҗаңда исламни хитайчилаштурушта чиң туруш” ни йәнә тәкитлигән

Мухбиримиз әркин
2022.02.11

Уйғур аптоном районлиқ партком 10-феврал даими комитетниң йиғини чақирип, “шинҗаңда исламни хитайчилаштурушта давамлиқ чиң туруш” ни тәкитлигән.

Хитай таратқулириниң хәвәр қилишичә, йиғинда йәнә етиқатчи аммини башқуруш, динни сотсиялистик җәмийәткә маслаштурушни давамлиқ алға сүрүш тәләп қилинған. Ма шиңруй ‍өткән йили 12-‍айниң ахири уйғур аптоном районлуқ парткомниң секритарлиқиға йөткәп келингәндә, асасий нишанниң иқтисадий тәрәққиятқа қаритидиғанлиқи ейтқан болсиму, бирақ кейинки вақитларда у чен чүәнго дәвридики “исламни хитайчилаштуруш”, “җоңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини турғузуш” дегән уқумларни техиму көп тәкитләшкә башлиған.

“шинҗаң гезити” ниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ парткомниң даимий комитет йиғинда “сотсиялистик илғар мәдәнийәтниң алға илгириләш йөлинишидә чиң туруп, шинҗаңни мәдәнийәт билән суғуруш қурулушини техиму чоңғур қанат яйдуруш, һәр қайси милләт кадир аммисиниң мәнивий дунясини үзлүксиз бейитип вә толуқлап, җоңхуа миллити ортақ гәвдиси тонушини шәкилләндүрүш, шинҗаңда исламни хитайчилаштуруш йөлинишидә чиң туруп, етиқатчи аммини дөләт тонуши, пуқралиқ тонуши, қанун тонуши шәкилләндүрүшкә йетәкләш, динни сотсиялистик җәмийәткә маслаштурушни алға сүрүш керәк,” дейилгән.

Көзәткүчиләрниң ейтишичә, хитай һөкүмити уйғур районидики “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” лирини тохтитиш тоғрилиқ америка қатарлиқ ғәрб әллириниң қаттиқ бесимиға учрисиму, бирақ хитай компартийәси өзиниң сияситини давамлаштурушта чиң турмақта икән. Йеқинда хитай б д т кишилик һоқуқ алий комиссариниң уйғур елини зиярәт қилишиға йол қоюдиғанлиқи, бирақ зиярәтниң “тәкшүрүшни мәқсәт қилмаслиқи” ни ейтқан. “шинҗаң гезити” ниң ейтишичә, уйғур аптоном районлуқ парткомниң бу қетимлиқ даимий комитет йиғинида, йиғин қатаншчилири ши җинпиңниң йеқинда қилған бир қатар сөзлирини өгәнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.