Истанбул һуҗумчисиниң салаһийити ениқланди
2016.03.21
Түркийә даирилири 19 - март шәнбә күни истанбулниң истиқлал кочисида йүз бәргән өзини қошуп партлитиш һуҗумидики террорчиниң даишниң әзаси икәнликини елан қилди.
Түркийә ички ишлар министири әфкан әла мухбирларға бәргән баянатида “вәқә садир қилғучиниң салаһийити бекитилди, мәһмәт өзтүрк, 1992 - йили тоғулған, түркийәниң ғазиантәп вилайитидин болуп, даиш билән алақиси бар, лекин түркийә сақчилириниң қолға елиш тизимликидә йоқ” ‛дегән.
19 - Март чүштин бурун истанбул шәһириниң ават сода районлиридин болған истиқлал кочисида партлаш йүз берип, адәм бомбини өз ичигә алған 5 киши һаятидин айрилип, 36 киши яриланған. Мәзкур һуҗум әнқәрәдә йүз бәргән бомба һуҗумидин бир һәптә кейин йүз бәргән. Әйни чағда әнқәрәдә йүз бәргән һуҗумда 37 адәм өлгән болуп, һуҗумни түркийәдики террорчи гуруһ PKK йәни “курдистан ишчилар партийәси” гә тәвә “курдистан азадлиқ шуңқарлири” дәп атилидиған бир тәшкилат үстигә алғанлиқи хәвәр қилинған иди.