Истанбул ататүрк айродром һуҗумчилириға даир бәзи тәпсилатлар ашкариланди
2016.06.30
Түркийә таратқулири, 28-июн истанбул ата түрк айродром һуҗумчилириға даир бәзи тәпсилатларни ашкарилиди.
Түркийә “хәвәр түрк” һәмдә “истиқлал ” торлириниң хәвәр қилишичә, таҗик яки чечән икәнлики илгири сүрүлгән үч киши 32 күн илгири истанбулға келип, истанбулниң фатиһ районида русийә паспортини көрситип, бир йиллиқ тохтам билән өй иҗаригә алған. Вәқә йүз бәргән күни үчәйлән бир таксиға олтуруп айродромға кәлгән.
Такси шопури уларниң ениқла чәтәллик икәнликини, чичән яки кафказ районидин кәлгәнләр икәнликини билдүргән. Такси шопуриниң йәнә билдүрүшичә, у үч киши иптар вақтиға йеқин такисини тосқан, чиққандин кейин түркчә пәқәт “ататүрк айродроми” дегән сөзнила қилған. Уларниң қолида бир чоң, икки кичик чамадан бар болуп, башқа бир тилда параңлишип маңған. Шопур уларда һечқандақ һаяҗан яки башқичә әһвал байқимиған, йенида қорал барлиқиниму биләлмигән. Улар айродромниң хәлқаралиқ йолучилар келиш бинасиниң алдида такси кирасини берип чүшүп кәткән. Бу йәрдә сақлашқа болмайдиғанлиқи үчүн, шопур тезла айрилған. У айродромдин айрилип бир аздин кейин партлаш болғанлиқини вә өзиниң өлүмдин қайтқанлиқини билгән.
Түркийә таратқулириниң 30-июндики хәвәрлиридин мәлум болушичә, нөвәттә сақчилар истанбул айродромидики партлашта гуманлиқ дәп қариғанларни тутқун қилиш һәрикитини башлиған болуп, америка авазиниң түркийә таратқулиридин нәқил елип бәргән хәвиридә, сақчиларниң 16 нуқтида ахтуруш елип берип, 13 адәмни тутқанлиқи тилға елинған. 30-Июндики әң йеңи учурлардин мәлум болушичә, партлитиш һуҗумида 43 адәм һаятидин айрилған, 230 дин артуқ адәм яриланған.