Италийә хитайниң “бир бәлвағ бир йол” келишимидин чекинип чиқмақчи болған

Мухбиримиз җәвлан
2023.05.10

Хитайниң явропаға созулған “бир йол бир бәлвағ” пиланида әң муһим дөләт һесаблинидиған италийә әмди бу пиландин чиқип кетишниң шәписини бәргән.

“бломберг хәвәрлири” ториниң 9-май күни бәргән хәвиридә ейтилишичә, италийә баш министири җорҗия мелони (Giorgia Meloni) алдинқи һәптә римда өткүзүлгән бир йиғинда америка кеңәш палата рәиси кәвин мәккарти билән көрүшкәндә, италийә һөкүмитиниң гәрчә рәсмий қарар қилмиған болсиму әмма хитайниң “бир бәлвағ бир йол” пиланидин чиқип кәтмәкчи болуватқанлиқини билдүргән.

Италийә 2019-йили баш министир җосип конти (Giuseppe Conte) вақтида хитай билән “бир бәлвағ бир йол” ниң ул әслиһә қурулуши келишими имзалиған болуп, “7 дөләт гуруһи” ичидә бу келишимгә қатнашқан бирдинбир дөләт болуп қалған. Әгәр италийә һөкүмити бу келишимни бикар қилмиса, 2024-йил өзлүкидин күчкә игә болуп маңиверидикән.

Хитай ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси ваң венбин 4-айниң 10-күни ахбарат елан қилиш йиғинида мухбирларға, “хитай билән италийә ‛бир бәлвағ бир йол‚ ниң йошурун күчини давамлиқ қезип, бир-биригә нәп беридиған һәмкарлиқни күчәйтиши керәк” дегән.

Италийә һөкүмити ташқий ишлар мәслиһәтчисиниң ашкарилишичә, италийә һөкүмити әгәр бу келишимдин чекинсә, хитайниң өч елишидин әнсирәватқан болуп, 5-айниң 19-күни японийәдә өткүзүлидиған “7 дөләт гуруһи” башлиқлири йиғини ечилиштин бурун, қарарини ашкарилимайдикән.

Хәвәрдә көрситилишичә, италийә башқа явропа дөләтлиригә охшашла хитайдин иқтисадий җәһәттә айрилалмай қалған һәмдә америка билән хитай арисидики мунасивәттә арисалди болуп қалған дөләт болуп, хитайниң русийәгә ярдәм бериши бу мунасивәтни техиму мурәккәпләштүрүвәткән. явропа дөләтлири бир яқтин хитай билән иқтисадий мунасивитини давамлаштурушни үмид қилса, бир яқтин хитайниң иқтисадий кеңәймичилики вә бесимиға қарши турмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.