Хитайниң қәшқәрдики 31 түрлүк етибар бериш сиясити диққәт қозғиди
2023.02.09
Хитай хәвәрләр тори 8-феврал тарқатқан бир хәвиридә, қәшқәрдә иқтисадниң ешишини илгири сүрүш, карханиларға болған ярдәмни ашуруш үчүн қәшқәрдә 31 түрлүк етибар бериш сиясити йолға қоюлидиғанлиқини билдүргән.
Бу етибар бериш сиясәтлири малийә вә баҗ, пул-муамилә, ишқа орунлишиш, тиҗарәт тәннәрхини төвәнлитиш, өй-мүлүк, техника, санаәт вә деһқанчилиқ қатарлиқ саһәләргә четилидиған болуп, кичик типлиқ карханиларниң беҗини кемәйтиш яки кәчүрүм қилиш, оттура, кичик карханиларниң тапавәт беҗини азайтиш, сода вә йәккә санаәт билән шуғуллинидиған алий мәктәпни пүттүргән оқуғучиларға етибар бериш дегәндәк бир қатар сиясәтләрни өз ичигә алидикән.
Қәшқәрдики нурғунлиған тонулған уйғур тиҗарәтчилири тутулған, йүз миңлиған әмгәк күчлири лагерларда йетиватқан яки мәҗбурий әмгәккә селиниватқан бир шараитта даириләрниң иқтисадни илгири сүрүш етибар сиясәтлирини кимгә беридиғанлиқи гуман қозғиди.
Униң үстигә, аз кәм бир йил алдида хитай даирилириниң қәшқәрдики уйғурларниң иқтисадий кирим мәнбәси болуштин башқа йәнә мәдәнийәт соруни болуштәк универсал алаһидиликкә игә болған вә рәсмий нами “қәшқәр оттура вә ғәрбий асия сода мәркизи” болған чоңбазар 2022-йили 3-айларда чеқилғанлиқи радийомиз тәрипидин дәлилләнгәниди.