21 Нәпәр аял американиң 2021-йиллиқ “хәлқара җәсур аяллар мукапати” ға лайиқ көрүлди

Мухбиримиз әркин
2021.03.08

Америка ташқи ишлар министирлиқи 8-март хәлқара аяллар байрими күни мурасим өткүзүп, хитай, беларусийә, иран, түркийә афғанистан, сомали қатарлиқ дөләтләрдин 21 нәпәр аялни америкиниң 2021-йиллиқ “хәлқара җәсур аяллар мукапати” билән мукапатлиди. Өткән йили мәзкур мукапат қазақ лагер шаһити сайрагул саутбайға берилгән. У хитай лагерлиридики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини паш қилиш җәһәттә көрсәткән җәсуранә ипадиси түпәйли бу мукапатқа лайиқ көрүлгән иди.

Бу йил хитайдин атақлиқ кишилик һоқуқ адвокати ваң ю бу мукапатқа лайиқ көрүлгән. Мәлум болушичә, у атақлиқ уйғур зиялиси илһам тохтини өз ичигә алған “нурғун назук сияси делоларни қобул қилип, паалийәтчиләр, зиялийлар, фалунгоңчилар, деһқанлар вә аяллар-балилар һоқуқи, диний һоқуқ, ипадә әркинлики, йиғилиш вә тәшкиллиниш әркинликигә алақидар нурғун делоларниң адвукатлиқини қилғаникән”.

Торда өткүзүлгән мурасмиға президент байденниң ханими җил байден қатнишип соз қилған. Мурасимға ташқи ишлар министири блинкен риясәтчилик қилған. Блинкенниң билдүрүшичә, хитайда нәзәрбәнт астида туриватқан ваң ю мурасимға тордин болсиму қатнишалмиған. Блинкен, йеқинқи 2 күндин бери униң билән болған нормал алақисиниң үзүлүп қалғанлиқи, униң әһвалини көзитидиғанлиқини билдүргән. Бу йиллиқ “җәсур аял мукапати” ға лайиқ корулгәнләр афғанистанда җамаәт хизмити билән шуғуллинип өлтүрүлгән 7 нәпәр афған аялниму өз ичигә алған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.