Уйғур аптоном районлиқ җамаәт хәвпсизлик назаритиниң муаван назири түркийәгә кәлгән

Мухбиримиз әркин
2022.11.04

Уйғур аптоном районлиқ җамаәт хәвпсизлик назаритиниң муавин назирини өз ичигә алған хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң бир вәкилләр ‍өмики 3-ноябир күни түркийәгә келип, түркийә ичкий ишлар министири сулайман сойлу билән көрүшкән. Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң муавин министири ду хоңвей башчилиқидики бу өмәккә уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назаритиниң даимий ишларға мәсул муавин назири паң шиниң дахил болуши, бу зиярәтниң мәқсити вә күнтәртипигә болған диққәтни техиму күчәйтмәктә.

Түркийә ичкий ишлар министирлиқиниң бу һәқтики учурида, сулайман сойлуниң пәқәтла ду хоңвейни қобул қилғанлиқила билдүрүлгән. Әмма бу зиярәтниң күнтәртипигә а‍ит һечқандақ учур бәрмигән. Түркийәдики таратқуларниң бу һәқтики хәвәрлиридә пәқәт анадолу агентлиқиниң бәргән хәвиринила ишләткән. Һалбуки, анадолу агентлиқиниң хәвиридә бу зиярәтниң мәқсити вә күнтәрипи һәққидиму һечқандақ учур берилмигән. Анадолу агентлиқиниң көрситишичә, ду хоңвей башчилиқидики хитай зиярәт өмикиниң тәркибидә паң шидин сирт хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи терорлиққа қарши туруш идарисиниң муавин башлиқи гав фейму бар икән. Хитай вәкилләр өмикиниң сулайман сойлу билән болған бу көрүшүшигә хитайниң әнқәрәдики баш әлчиси лю шавбинму қатнашқан.

Бу көрүшүшкә түркийә тәрәптин түркийә көчмәнләр идарисиниң мәсуллириниңму иштирак қилиши, дунядики уйғур мусапирлири әң көп олтурақлашқан бу дөләттә техиму диққәт қозғиғиған. Анадолу агентлиқиниң билдүрүшичә, бу көрүшүшкә түркийә ичкий ишлар министерлиқиниң муавин министири исмайил чатакли, түркийә баш сақчи идарисиниң муавин башлиқи әхмәт шәнгүлдин башқа, түркийә көчмәнләр идарисиниң тәртипсиз көчүшкә қарши туруш вә чеградин чиқириш ишлири баш мудири рамазан сәчилмиш, явропа иттипақи вә ташқий мунасивәтләр башқармисиниң башлиқи сәзәр ишикташ қатарлиқ әмәлдарларму қатнашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.