Американиң йеңи президенти җов байдинму хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқини билдүргән
Америкиниң йеңи президенти җов байдинму хитай уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватиду, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән. "вашингтон көзәткүчиси" гезитиниң 24-январ хәвәр қилишичә, ақсарай дөләт хәвпсизлик кеңишиниң баянатчиси емили хорне, мәзкур гезитниң мухбириға: "президент байден уйғурларға қаритилған бастурушни ирқий қирғинчилиқ, дәп атиди вә униңға мумкин болған әң күчлүк ибариләр билән қарши туриду" дегән.
Сабиқ президент трамп һөкүмити 20-январ вәзиписини ахирлаштуруштин бир күн бурун "хитайниң уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт садир қилғанлиқи" ни елан қилған. Бирақ трамп һөкүмитиниң бу қарариға йеңи президент байденниң қандақ инкас билдүрүши хәлқараниң диққәт нуқтисиға айланғаниди. Президент байденниң ахбарат баянатчиси җин саки өткән җүмә күни мухбирларниң бу һәқтики соалиға, президентниң буниңға қарап чиқидиғанлиқи, униң илгири уйғурлар учраватқан қорқунчлуқ муамилә тоғрисида сөзлигәнлики, бу тоғрисида өзиниң дәйдиған башқа сөзи йоқлуқини билдүргәниди.
"вашингтон көзәткүчиси" ниң билдүрүшичә, емили хорне байденниң бу мәсилидики позитсийәсидә һечқандақ өзгириш йоқлуқи, у хитайниң қилмишини изчил ирқий қирғинчилиқ, дәп атайдиғанлиқини билдүргән. Буниң алдида байден һөкүмитиниң ташқи ишлар министири антони блинкенму америка кеңәш палатасиниң гуваһлиқ йиғинида сабиқ ташқи ишлар министири помпейониң бу һәқтики қарарини қоллайдиғанлиқи, хитайни "уйғурларға ирқий қирғинчилиқи йүргүзүватиду", дәп қарайдиғанлиқини билдүргәниди.