Канада “уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши” қатарлиқ тәшкилатларниң чәклиниши күчлүк әйибләшкә учриди
2024.12.25
Хитай һөкүмити канада “уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши”, “канада тибәт комитети” қатарлиқ икки тәшкилат вә бу орунларда ишләватқан 20 хизмәтчи, мутәхәссисләргә җаза чәклимиси қойғандин кейин, һөкүмәт вә тәшкилатлардин униңға қарши күчлүк инкас вә тәнқидләр кәлмәктә.
Дуня уйғур қурултийи канада “уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши” вә у орунда ишләватқан 14 шәхсниң муһаҗирәттики уйғурларни канадаға маканлаштуруш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини, хитайниң шу сәвәбтин бу тәшкилатқа җаза чәклимиси қойғанлиқини билдүрди. Дуня уйғур қурултийи рәиси турғунҗан алавудун сөз қилип: “бу дәл коммунист хитайниң биргә бир җаза қоюштәк типик қилмиши, һалбуки хитайниң бу қилғини пәқәт өч елиш характерини алған. Бу җаза әмәлийәттә ‛уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши‚ қиливатқан хизмәтләрниң актип тәсир пәйда қиливатқанлиқини көрситиду” деди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң торида елан қилинған учурлардин мәлум болғинидәк, хитай даирилири бу қетим “уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши” билән “канада тибәт комитети” ни нуқтилиқ өч елиш нишани қилған болуп, “уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши” ниң иҗраийә директори мәмәт тохти, бу тәшкилатниң сиясәт вә паалийәт ишлириға мәсул он нәччә шәхскә ембарго қоюлғаниди.
2024-Йил 22-декабир күни хитайниң һөкүмәт авази болған “йәр шари вақит гезити” бу җаза чәклимисини елан қилғаниди. Униңдин илгири канада ташқи ишлар министирлиқи хитайниң уйғур районида йүргүзүп кәлгән ирқий қирғинчилиқ җинайитини иҗра қилишқа қатнашқан чен чүәнго, әркин тунияз, шөһрәт закир, пең җяру, ву йиңҗе қатарлиқ 8 әмәлдарға җаза чәклимиси қойғаниди.
“ройтерс агентлиқи” ниң хәвәр қилишичә, канада һөкүмити 24-декабир күни баянат берип, хитайниң “уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши”, “канада тибәт комитети” вә бу икки тәшкилатта ишләватқан 20 кишигә җаза чәклимиси қойғанлиқини әйиблигән.
12-Айниң 25-күни сүргүндики тибәт һөкүмити парламенти ахбарат елан қилип, хитай һөкүмитиниң “канада тибәт комитети” вә “уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши”, шундақла 20 кишилик һоқуқ паалийәтчисигә җаза чәклимиси қойғанлиқини қаттиқ әйибләш билән биргә, мәзкур икки тәшкилат вә уларниң хадимлириниң хитайниң қәбиһ зораванлиқи вә кишилик һоқуқ җинайәтлиригә батурлуқ билән қарши туруп келиватқанлиқини мәдһийәлигән һәмдә тибәт сүргүндә һөкүмитиниң улар билән бир сәптә туридиғанлиқини билдүргән.