Канаданиң сабиқ баш министири җастин тродониң уйғурлар үчүн қилған ишлири хатирә болуп қалди
2025.01.08
Канада “уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши” ниң директори мәмәт тохти әпәнди 1-айниң 7-күни фейисбук һесабида елан қилған учурида, җастин тродо билән 2024-йил 17-декабир биллә чүшкән сүритини һәмбәһирлигән һәмдә бу сабиқ баш министирниң уйғурлар үчүн қилған хизмитигә алаһидә рәһмәт ейтқан.
Канада баш министири җастин тродо 10 миң уйғурни канадаға маканлаштуруш пирограммиси (M62) ни қоллап беләт ташлиған сиясийон болуп, уйғурлар мәсилисигә қошқан иҗабий төһписи канададики уйғурлар, җүмлидин муһаҗирәттики уйғурларниң махтишиға сазавәр болуп кәлгәниди. Мәмәт тохти әпәнди фейисбук һесабида йоллиған учурида өзиниң канада “уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши” ға һәмдә канадалиқ уйғурларға вакалитән сабиқ баш министир җастин тродоға болған миннәтдарлиқини билдүрүп мундақ дәп язған: “мән баш министир җастин тродониң M62 пирограммисиға ташлиған белити, уйғурларни қәтий қоллиғини, шундақла һәр хил сорунларда, җүмлидин парламент йиғинлирида уйғурлар мәсилисини изчил оттуриға қоюп кәлгини үчүн рәһмәт ейтимән. Униң кәлгүси ишлириниң оңушлуқ болушини үмид қилимән”.
CNN Қатарлиқ хәлқара таратқуларниң хәвәр қилишичә, канада либераллар партийәси рәһбири болған җастин тродо 9 йил канада баш министири болған; 2025-йил 1-айниң 6-күни вәзиписидин истепа бәргәнликини елан қилған болуп, һакимийәт бешидики партийә рәһбири сайлинип чиққан һаман, вәзиписидин айрилидикән.