Әзизә кәнҗи: “хитай-канада мунасивитидә уйғурлар унтуп қелиниватиду!”
Канада һөкүмити хитайдики хуавей ширкитиниң баш малийә әмәлдари мең вәнҗуни қолға алғандин кейин хитай һөкүмити канада пуқралиридин майкил ковриг вә майкил спаворни “дөләт бихәтәрликигә тәһдит пәйда қилған” дегән баһанә билән тутқун қилған иди.
-
Мухбиримиз әзиз
2019-01-08 -
-
-
Канада һөкүмити хитайдики хуавей ширкитиниң баш малийә әмәлдари мең вәнҗуни қолға алғандин кейин хитай һөкүмити канада пуқралиридин майкил ковриг вә майкил спаворни “дөләт бихәтәрликигә тәһдит пәйда қилған” дегән баһанә билән тутқун қилған иди. Буниң билән хитай һөкүмитиниң инсан һәқлири саһәсидики алақидар низамларға ашкара хилаплиқ қилип, канада пуқралирини қанунсиз тутқун қиливатқанлиқиниң йеқинқи өтмүши йәнә бир қетим ахбарат саһәсигә ашкара болди.
Канададики тор язғучиси әзизә кәнҗи “оттава пуқралири” торида 8-январ елан қилған бу һәқтики мақалисидә дәл мушу мәсилиләрни чөридигән һалда хитайниң канада пуқралирини қолға елишиниң тунҗи қетимлиқ иш әмәсликини, 2006-йили өзбекистанда қолға елинған канада пуқралиқидики һүсәйин җелилниң уйғур инсан һәқлири һимайичиси болушиға қаримастин “террорлуқ” вә “бөлгүнчилик” билән әйиблинип муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини алаһидә оттуриға қойиду.
Аптор, һүсәйин җелилниң уйғурлар учраватқан диний вә сиясий бастурушларға қарши дәва қилғанлиқи үчүнла мәхпий қолға елинғанлиқи, түрмидә қийнаш вә мәҗбурий иқрар қилдурушқа дуч кәлгәнлики, униң адвокат яллишиға рухсәт қилинмиғанлиқи, шуниңдәк хитай һөкүмитиниң униң канада пуқраси икәнликини етирап қилмиғанлиқини бир-бирләп баян қилиш арқилиқ нөвәттә хитай һөкүмитиниң “террорлуққа қарши туруш” һәрикитини дөләт террорлуқини иҗра қилишниң васитиси қиливалғанлиқини алаһидә тәкитләйду. Шуниңдәк нөвәттики лагерлар мәсилисиниң дәл мушу хил суйиистемал қилишниң әң йүксәк пәллиси икәнликини көрситиду.
Аптор хитай һөкүмити уйғурлар диярида “террорлуқниң алдини елиш” намида иҗра қиливатқан уйғурларни бастуруш һәрикәтлирини бир-бирләп көрситип өткәндин кейин әмдиликтә бу хил чариләрниң канада пуқраси болған майкил ковриг қатарлиқ кишиләрниң тутқун қилинишиға тәдбиқлиниватқанлиқини, уйғурлар дуч келиватқан инсан һәқлири дәпсәндичиликиниң техиму кәң даиригә йейилиш алдида туруватқанлиқини әскәртип, канада һөкүмитиниң хитай билән болған инсан һәқлири сөһбитидә уйғурларни унтуп қеливатқанлиқини тәнқидләйду.