Канада парламент әзалириму бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини башқа дөләткә йөткәшни тәләп қилди
2021.02.08
Канада парламент әзалириму хитайниң уйғурларни асас қилған мусулман аз санлиқ милләтләргә йүргүзгән “ирқий қирғинчилиқ” һәркити сәвәблик 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини башқа дөләткә йөткәшни тәләп қилған. Буниң алдида америка дөләт мәҗлиси әзалириму бейҗиң қишлиқ олимпикини башқа дөләткә йөткәшни тәләп қилип, қарар лайиһәси тонуштурған иди. Канададики “йәр шари вә почта” гезитиниң хәвәр қилишичә, канаданиң һәр қайси сияси партийә-гуруһлиридин болған 13 нәпәр парламент әзаси бу тоғрисида очуқ хәт елан қилған.
Уларниң хетидә тәкитлишичә, 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиға қатнишиш “өз хәлқигә қарита инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатқан бир һакимийәтниң пайдиси үчүн униң рәзил вә өз өзини көккә көтүрүватқан бир тамашаға иштирак қилиш болидикән.” улар хетидә хәлқара олимпик комитетиниң бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини башқа дөләткә йөткәп, қанун чиқарғучилар 1936-йилидики натсистларниң берлин олимпик мусабиқисиға селиштурған бу мусабиқиниң тәнһәркәтчиләрни булғишидин сақлинишини тәләп қилған.
Америка кәңәш палата әзаси рик скот өткән һәптә бейҗиң қишлиқ олимпикини башқа дөләткә йөткәш тоғрисида қарар лайиһәси сунған. Буниң алдида әнгилийә парламент әзалириму бейҗиң қишлик олимпикини байқут қилишни тәләп қилған. Бирақ хитайниң “йәр шари вақти гезити” бейҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилидиған дөләтләргә тәһдит салған. “җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” ниң хәвәр қилишичә, “йәр шари вақти гезити” ниң баш муһәррири “хитайниң бейҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилған һәрқандақ дөләткә җиддий имбарго йүргүзидиғанлиқи” ни билдүргән.