Канада парламент әзалири канада һөкүмитини хитайға қарши “магнетиский қануни” ни ишқа селишқа чақирди
Канаданиң икки нәпәр кеңәш палата әзаси канада парламентида хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә қарита омумйүзлүк тәдбир елишини тәләп қилидиған қанун лайиһәси тонуштуридиғанлиқини җакарлиған.
-
Мухбиримиз ирадә
2019-12-11 -
-
-
Канаданиң икки нәпәр кеңәш палата әзаси канада парламентида хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә қарита омумйүзлүк тәдбир елишини тәләп қилидиған қанун лайиһәси тонуштуридиғанлиқини җакарлиған.
Сенатор лийо ховсакос вә сенатор танхайнго қатарлиқ икки нәпәр канада кеңәш палата әзаси бүгүн канададики “маклинис” намлиқ хәвәр торида мақалә елан қилип, юқириқи қарарини җакарлиған. Улар мақалисидә хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуққа қиливатқан еғир дәпсәндичиликиниң хоңкоңдики демократик намайишларда вә шундақла уйғурларға қиливатқан системилиқ зиянкәшликләрдә өз ипадисини тапқанлиқини әскәрткән.
Сенаторлар кишилик һоқуққа һөрмәт қилишни өзиниң түпки принсипи қилған канада һөкүмитиниң әмди бу зулумға давамлиқ сүкүт қилип турса болмайдиғанлиқини тәкитлигән.
Улар канада һөкүмитиниң хитай билән болған мунасивәтләрдә, болупму икки нәпәр канада пуқраси хуавей ширкитиниң малийәгә мәсул башлиқи мең венҗуниң канадада тутуп қелиниши сәвәбидин хитай һөкүмити тәрипидин өч елиш мәқситидә қолға елинғанда канаданиң яваш-юмшақ туруп, хитайға қарита қаттиқ позитсийәдә болалмиғанлиқини тәнқид қилған.
Сенатор лийо ховсакос вә сенатор танхайнго мақалисидә канада дөләт мәҗлисниң канада һөкүмитини хәлқаралиқ мәсилиләрдики хаталиқи түпәйлидин җазаға тартиш һоқуқи барлиқини әскәрткән. Улар бу сәвәблик өзлириниң канада парламентида канада һөкүмитини хитай билән болған мунасивәтләрдә принсип бойичә иш көрүшкә бесим қилидиған қанун лайиһәсини тонуштуридиғанлиқини билдүргән.