Бир қисим уйғур вәкиллири кариз қурулушини “дуня мәдәнийәт мираси” тизимигә киргүзүш тәклипини бәргән

Мухбиримиз қутлан
2016.03.14

“шинҗаң гезити” ниң хәвиригә қариғанда, бейҗиңда ечиливатқан хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийиға қатнишиватқан бир қисим уйғур вәкиллири кариз қурулушини “дуня мәдәнийәт мираси” тизимигә илтимас қилиш тәклипини бәргән.

Бу тәклипни оттуриға чиқарған турпан хәлқ вәкили ризвангүл камал бейҗиңдики йиғинда мундақ дегән: “турпанда әсирләрдин буян хәлқ игилики билән һәмнәпәс болуп кәлгән каризлар һазир қуруп кетиш вә тамамән йоқаш хәвпигә дуч кәлмәктә. Каризларни қоғдаш вә сақлап қелиш бизниң баш тартип болмайдиған мәҗбурийитимиздур.”

Мәлумки, кариз уйғур хәлқиниң инсанийәт мәдәнийитигә қошқан әң улуғ ихтиралиридин бири. Иқлими қурғақ, су мәнбәси аз болған уйғур диярида, болупму турпан-қомул ойманлиқида уйғур әҗдадлири кариздин ибарәт йәр асти сүйидин пайдилиниш техникисини мәйданға кәлтүрүп, әсирләр бойи пайдилинип кәлгән.

Һалбуки, йеқинқи мәзгилләргә кәлгәндә, турпан-қомул ойманлиқидики нефит байлиқиниң шиддәт билән қезилиши нәтиҗисидә йәр қатлимида чөкүш йүз бәргән. Музлуқлардин еқип келидиған су мәнбәсиниң азийиши һәмдә қудуқларниң һәддидин артуқ қезилиши нәтиҗисидә кариз сулири қурушқа йүз тутқан.

Көзәткүчиләр, гәрчә бир қисим уйғур вәкилләр хитай хәлқ қурултийида каризларни қутулдуруп қелиш тәклипини бәргән болсиму, әмма аллиқачан қуруп кетшкә йүз тутқан каризларни әслигә кәлтүрүш вә сақлап қелиш қийин, дәп қаримақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.