Каризларниң қурушқа йүзлиниши уйғур мәдәнийитидики бир зор йоқитиштин бешарәт бәрмәктә
2017.10.23
Хитай йиллардин буян “йәр асти сәддичин сепили” дәп атаватқан турпан каризлириниң йеқиндин буян қуруп кетишкә йүз тутуши узақ болмиған кәлгүсидә уйғур маддий мәдәнийитидики бир катта мирасниң ғайиб болидиғанлиқидин дерәк бәрмәктә.
“йәр шари вә почта” гезитиниң 20-өктәбир саниға мәзкур гезитниң мухбири насан вандерклип турпандики әмәлий тәкшүрүш асасида йезип чиққан бу һәқтики мулаһизә мақалиси бесилған. Аптор мақалисидә: “нөвәттә 4400 километир узунлуқтики турпан каризлириниң аран төттин биридә су еқиватиду,” дәп язған. Әмма ирандики каризларниң болса нөвәттә төттин үч қисмида изчил су ақмақта икән. Униң пикричә, район миқясида заманиви пән-техникиниң көпләп тәтбиқлиниши каризларниң қуруп кетишкә йүзлинишидики бир муһим сәвәб икән.
Мухбир каризларниң һазирқи хәтәрлик әһвали һәққидә йәрлик уйғурларни зиярәт қилғанда улар “биз уйғур болғачқа бу тоғрилиқ сөзлийәлмәймиз. Болмиса бизни (һөкүмәт) бирдәмдила баридиған йәргә апирип қойиду,” дегән.