Хәлқара кәчүрүм тәшкилати: “һөкүмәт тутқунларниң қоюп берилгәнликигә дәлил көрсәтсун”
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати баянат елан қилип, уйғур районидики лагерларда тутуп турулуватқан тутқунлар қоюп берилгән болса, хитай һөкүмитиниң буниң дәлил көрситишини тәләп қилди.
Мәзкур тәшкилатни 9-декабир күни елан қилған баянати уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт рәиси шөһрәт закирниң бейҗиңда ахбарат елан қилип, “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” дики курсантларниң “һәммиси оқуш пүттүрди” дегән сөзигә қарита елан қилинған. Баянатта, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң шәрқий асия райони ишлириға мәсул директори николас бекилин, “әгәр уйғурлар вә башқа мусулман аз санлиқ милләтләр юқири бесимлиқ бу тутқунлар лагерлиридин қоюп берилгән болса, хитай һөкүмитиниң буни испатлаш мәсулийити бар” дегән. Униң қәйт қилишичә, шөһрәт закирниң сөзи “бир илгириләштәк қилсиму, лекин бу бәкрәк хитай тәшвиқат машинисиниң шинҗаңдики қорқунчлуқ кишилик һоқуқ дәпсәндичилики хәлқараниң техиму күчлүк тәнқидкә дуч келиватқанда диққәтни башқа яққа бурашқа урунуватқанлиқиға охшайдикән”.
Баянатта, әгәр хитай һөкүмити буни испатлимиса, демәк “муқим ишқа орунлашқан сабиқ курсантларниң мәҗбурий әмгәккә селинған болуши мумкинлики илгири сүрүлгән. Баянатта йәнә, б д т ниң уйғур районида тәкшүрүш елип бериши, уйғур аилиләрниң чәтәлдики уруқ-туғқанлири билән алақә қилишиға йол қоюлуши тәләп қилинған. Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң рәиси шөһрәт закир 9-декабир чақирилған ахбарат йиғинида, “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” дики курсантларниң “һәммисиниң оқуш пүттүрүп”, “муқим хизмәт” кә орунлашқанлиқи вә охшаш яшаватқанлиқи” ни илгири сүргәниди.