Йезилардики чоң яшлардики аялларму кәмбәғәлликтин қутулуш намидики әмгәкләргә селинмақта
Уйғурлар дияридики сиясий бастуруш хәлқара җамаәт арисида зор ғулғула пәйда қиливатқанда хитай һөкүмити уйғур дияриниң җәнубидики үч вилайәт вә бир областта аталмиш “намратлиқни түгитип, бейиш йолиға башлаш” намидики һәрикәтлирини техиму күчәп қанат яйдурмақтикән.
-
Мухбиримиз сада
2019-09-12 -
-
-
Уйғурлар дияридики сиясий бастуруш хәлқара җамаәт арисида зор ғулғула пәйда қиливатқанда хитай һөкүмити уйғур дияриниң җәнубидики үч вилайәт вә бир областта аталмиш “намратлиқни түгитип, бейиш йолиға башлаш” намидики һәрикәтлирини техиму күчәп қанат яйдурмақтикән.
Шинхуа ториниң 11-сентәбирдики сүрәтлик хәвиригә қариғанда, бу үч вилайәт вә бир областтики аталмиш “намрат деһқанлар” ниң нопуси хитай дөлити “еғир дәриҗидики намрат районлар” дәп бекиткән үч вилайәт үч областтики намрат нопусниң йеримиға йеқинлашқан. Хәвәрдә бу җайлар аталмиш “намратлиқни түгитиш” тики “мустәһкәм истиһкам уруши” ниң әң муһим вә қийин нуқтиси икәнлики тәкитләнгән.
Мәзкур сүрәтлик хәвәрдә йеши тәхминән 60 лардин һалқиған уйғур аниларниң ялаңваш һаләттә, иш кийими кийгән һалда яңақларни илғаватқан көрүнүши диққәтни қозғиған. Уйғурларниң һазирғичә давамлишип кәлгән әнәнисидә оттура яштин һалқиған уйғур аяллири бешиға яғлиқ артидиған болуп, көзәткүчиләр буниңдин мәзкур чоң яштики йеза аяллириниң “бейиш” намида мәҗбурий вә тәшкиллик шәкилдә әмгәккә селиниватқанлиқини көрүвелиш мумкинликини оттуриға қоймақта. Уйғур аяллири, болупму чоң яштики уйғур аяллар вә момайлар бирдәк яғлиқ артиш әнәнисигә игә иди.
Хәвәрдә йәнә хотән шәһири керийә наһийәсидики аталмиш “йеза ешинча әмгәк күчлири” ниң тоқумичилиқ фабрикилирида “тәрбийәләнгәнлики” шу арқилиқ кейин, бурунқи намрат турмушидин қутулғанлиқи алаһидә ейтип өтүлгән.
Өткән мәзгилдә “зимистан” тори бир хәвәр елан қилип, хитай һөкүмити изчил тәкитләватқан “кәспий тәрбийәләш мәктипи” дики уйғурларниң “һүнәр өгинип әмгәк қилиши” ниң ич сирини паш қилған. Униңда ейтилишичә, бу җайдики уйғурлар лагерларға яндаш селинған завутларда “өзгәртиш” ниң бир қисми сүпитидә завут ишчилири орнида һәқсиз яки төвән киримдә әмгәк қилмақта икән.