Түркийәдә тутқун қилинған уйғур карханичи керәм мамут шәртлик қоюп берилгән
“җәнубий хитай сәһири” гезити 5-феврал күни түркийә сақчи даирилири тәрипидин 2018-йили 31-өктәбир күни “террорлуқ тәшкилатлириға четишлиқ болуш” гумани билән тутқун қилинған уйғур карханичи вә ресторан хоҗайини керәм мамут һәққидә мәхсус хәвәр ишлиди.
-
Мухбиримиз ирадә
2019-02-05 -
-
-
“җәнубий хитай сәһири” гезити 5-феврал күни түркийә сақчи даирилири тәрипидин 2018-йили 31-өктәбир күни “террорлуқ тәшкилатлириға четишлиқ болуш” гумани билән тутқун қилинған уйғур карханичи вә ресторан хоҗайини керәм мамут һәққидә мәхсус хәвәр ишлиди.
Хәвәрдә баян қилинишичә, 31-өктәбир күни ахшам 20 дин ошуқ түрк сақчиси уни истанбулдики өйидин тутқун қилған. Керәм мамут 3 ай истанбул вә измир шәһәрлиридики чәтәлликләрни тутуп туруш орунлирида һечқандақ сот қарарисиз тутуп турулғандин кейин, бу йил 25-январ күни туюқсизла шәртлик һалда қоюп берилгән.
Керәм мамут, йәни җәмийәттә керәм атуш дәп тонулған бу кишиниң мухбирға ейтишичә, 3 ай җәрянида сорақчилар униңдин давамлиқ хитайға қайтурулушни халайдиған яки халимайдиғанлиқини сориған. Дәсләптә у вә униң аяли униң бәлким бир уқушмаслиқтин тутқун қилинған болуши мумкинликини пәрәз қилған болсиму, әмма тутқун вақти узарғансери уларниң бу ишта хитайниң қоли барлиқи һәққидики гуманлири күчәйгән.
Керәм мамутниң адвокати локман акчайму мухбирға бу даваниң “толиму сирлиқ” икәнликини ейтип, “һазирғичә униң террорлуқ тәшкилатлири билән алақиси барлиқиға аит конкрет бир испат көрситилип бақмиди” дегән.
Истансимиз йеқинда игилигән учурлирида керәм мамут қурғучилиридин бири болған “мираҗ” рестораниниң хитай даирилири тәрипидин печәтлинип, униң ишчи-хизмәтчилири шундақла йәнә бу ресторанниң уйғур елидики шериклириниң һәммисиниң тутқун қилинғанлиқи һәққидә хәвәр тарқатқан иди. Радийомизға кәлгән бу һәқтики инкасларда қәйт қилинишичә, даириләр бу ресторанни тақашта униң қоюқ уйғур миллий услубтики безәк вә нәқишлириниң “бөлгүнчилик” вә “ашқунлуқ” идийәлирини ойғитиш һәмдә тәрғиб қилиш роли бар дегәнни баһанә қилған.
Керәм мамут вә униң аялиниң “җәнубий хитай сәһири” гезитигә ейтишичә, бу йил биринчи айда керәм мамутниң аяли бир дости арқилиқ йолдишиниң уйғур елидики барлиқ мал-мүлкиниң даириләр тәрипидин мусадирә қилинғанлиқидин хәвәр тапқан. Бундин сирт йәнә, керәм мамутниң оғли сәми керәмму хитай сақчилири тәрипидин тутқун қилинған.
Чәтәлләрдики кишилик һоқуқ көзәткүчилири “бу, хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларниң пейиға чүшүп, уларни мәҗбурий қайтуруш һәрикитиниң бир қисми болуши мумкин”, дәп қаримақта.
Нөвәттә шәртлик қоюп берилгән керәм мамут униң даваси һәққидә бир қарар берилгүчә һәр һәптидә бир қетим көчмәнләр идарисигә берип өзини мәлум қилмақтикән.