Хитай һөкүмити “кәспий тәрбийәләш” ни оттура асияға експорт қилмақчи болған
2023.09.28
“хитай хәвәрлири тори” ниң 27-сентәбир күни чиқарған хәвиригә қариғанда, “тунҗи нөвәтлик ‛бир бәлбағ бир йол‚ кәспий маарип шинҗаң муһакимә йиғини” күйтун шәһиридә өткүзүлгән.
Уйғур райони билән ичкири хитайдики бир қанчә кәспий институтлар бирлишип өткүзгән бу йиғинда, “шинҗаңниң әвзәлликини җари қилдуруп, кәспий маарипни чиқиш нуқтиси қилип, шинҗаңни сиртқа ечиветишни техиму кеңәйтиш, кәспий маарип хәлқара һәмкарлиқини техиму күчәйтип, ‛бир бәлбағ бир йол‚ қурулушиниң юқири сүпәтлик тәрәққияти үчүн хизмәт қилиш” асаслиқ муһакимә темиси қилинған.
Бу йиғинда йәнә, “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр кәспий маарипини раваҗландуруш бирләшмиси” иш башлаш мурасими өткүзгән. Уйғур районидики кәспий техника институтлири өзбекистан, қазақистандики икки алий мәктәп билән һәмкарлиқ имзалиған.
Бу хәвәрдә, хитайниң қандақтур “кәспий тәрбийәләш маарипи” ни оттура асияға тонуштуруп, у райондики завутлири үчүн әрзан әмгәк күчи байлиқидин пайдиланмақчи болғанлиқи билинмәктә.
Нөвәттә, хитайниң “бир бәлбағ бир йол” қурулушидики муһим иқтисадий база болған уйғур районида тәрәққий қилдуруш пиланланған “8 чоң кәсип гәвдиси” көләмләшкән завутларни асас қилған болуп, униңға нурғун әрзан әмгәк күчиниң ишлитиливатқанлиқи, җүмлидин лагерларға соланған уйғурларниңму барлиқи мәлум болғаниди. Хитай һөкүмити бу лагерларни хели бурунла “кәспий тәрбийәләш мәркизи” дәп атиған болуп, аталмиш “ешинча әмгәк күчлири” ниму мәлум мәзгил тәрбийәләп, ичкиригә йөткәп ишлитишкә башлиғаниди.