Хитайниң йеңи рәқәмлик кимлик картиси пуқраларда тәқиблиниш әндишисини пәйда қилған
2024.07.01
Хитай һөкүмити 2023-йили 12-айда хитайдики пуқраларниң йеңи рәқәмлик (диҗитал) кимлик картисиға көчидиғанлиқини елан қилған иди. Хитай таратқулири хитай пуқралириниң йеңи рәқәмлик кимлик картиси 2024-йилиниң ахирлиридин башлап тарқитилиши мумкинликини билдүрмәктә. Һалбуки, хитайниң йеңи рәқәмлик кимлик картиси хитай пуқралирида шәхсий учуриниң бихәтәрлики вә даириләр тәрипидин юқири техника арқилиқ назарәт қилиниш һәм тәқиблиниш әндишисини күчәйтмәктә.
Мәлум болушичә, хитайниң йеңи рәқәмлик кимлик картиси көп иқтидарлиқ болуп, бу шәхсләрниң DNA хәритиси, қандашлиқ мунасивити бар кишиләр билән болған DNA алақә тори, шәхсниң аилә мунасивәтлири, иқтисадий вә иҗтимаий мунасивәтлири, шундақла GPS тәқибләш системисини өз ичигә алған икән.
Буниңға асасән рәқәмлик кимлики болған һәрқандақ кишиниң орнини бекитәләйдикән вә тапалайдикән. Хитай һөкүмити илгири уйғурларни бастурушта бу хил юқири техникилиқ назарәт системисини синақ қилған һәм ишләткән. Кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә чәт әл тәтқиқат орунлири хитай даирилириниң бу хил техника арқилиқ уйғур елидә юқири техникалиқ сақчи назарәт системисини қуруп, 2017-йили уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилишта бу хил системидин пайдиланғанлиқини билдүргән. Америка һөкүмити бу системини қурушқа иштирак қилған дахуа, хәйкаң ширкитигә охшаш бәзи хитай карханилирини қара тизимликкә киргүзгән яки чәклигән иди.
“биометирлиқ күнтәртип” намлиқ торниң хәвәр қилишичә, бу хил рәқәмлик кимлик картиси хитай җ х министирлиқиниң башчилиқи вә хитай дөләтлик учур мәркизиниң башқурушидики зәнҗирсиман қамал мулазимәт тор системисиниң һәмкарлиқида елип берилмақта икән. Хитай җ х органлириниң тарқатқан бу һәқтики учурлирида, һәтта бу хил рәқәмлик кимлик картисиниң сақчиға хәвәр бериш вә қутқузушқа чақириш иқтидариниңму барлиқи, бу картиниң иҗтимаий параванлиқ картиси, давалиниш картиси, банка картиси, суғурта картиси вә аптомобил прависи орнидиму ишлитидиған көп хил иқтидариниң барлиқи билдүрүлгән.