Хитайдики атақлиқ кишилик һоқуқ адвокати американиң бу йиллиқ “хәлара җәсур аяллар” мукапатиға еришкән

Мухбиримиз әркин
2021.03.05

Хитайдики атақлиқ кишилик һоқуқ адвокати ваң йү америка ташқий ишлар министирлиқиниң бу йиллиқ “хәлқара җәсур аяллар” мукапатиға еришкән. Америка ташқий ишлар министирлиқиниң 4-март елан қилған бу һәқтики баянатида көрсилитишичә, ваң йү 2011-йилдин бери хитайда “нурғун назук сияси делоларни қобул қилип, паалийәтчиләр, зиялилар, фалугуңчилар, деһқанлар вә аяллар-балилар һоқуқи, диний һоқуқ, ипадә әркинлики, йиғилиш вә тәшкиллиниш әркинликини өз ичигә алған нурғун әрз-шикайәт делолириниң адвокатлиқини қилған” икән.

Ваң йү илгири хитай түрмисидики атақлиқ уйғур зиялийси илһам тохитини ақлашқиму қатнашқан. Илһам тохти 2014-йили үрүмчидә “бөлгүнчилик” билән әйиблинип сотланған. Ваң йү ишләйдиған бейҗиңдики “феңрүй қанун мулазимәт орни” әйни чағда униң ақлиғучи адвокатлиқ хизмитини үстигә алған. Бирақ хитай һөкүмити илһам тохтини өмүрлүк қамақ җазасиға һөкум қилған иди.

Америка ташқий ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, мукапат тарқитиш мурасими 8-март ташқий ишлар министири антони блинкенниң саһибханлиқида өткүзүлидикән. Хитайдин башқа белурусийә, берма, камерон, колумбийә, конго, гуватемала, иран қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән 10 нәччә аялму бу мукапатқа лайиқ көрүлгән. Бу мукапат өткән йили қазақ лагер шаһити сайрагул савутбайға берилгән. У чәт әлгә қечип чиқип хитай лагеридики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини батурлуқ билән паш қилғанлиқи үчүн униңға лайиқ көрүлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.