Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати тайланд вәкилләр өмикидин қайтурулған 40 уйғурни зиярәт қилишини тәләп қилған
2025.03.18
“кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” (HRW) 18-март күни баянат елан қилип, 18-март билән 20-март арилиқида уйғур елигә баридиған тайланд вәкилләр өмикидин хитайниң уйғурларға қилған зиянкәшлики вә уйғур елидики инсан һәқлири дәпсәндичилики тоғрисида ашкара ахбарат елан қилишни, тайланд һөкүмити мәҗбурий қайтурған 40 нәпәр уйғурни зиярәт қилишини тәләп қилған.
Мәзкур баянатта кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң асия директори елиин персон (ElainePearson) мундақ дегән: “шинҗаңни зиярәт қилған тайланд вәкилләр өмики хитай һөкүмити тәйярлап қойған нахша усул сәһнилиригә алданмаслиқи вә хитайниң начар образини яхшилаш һәрикитигә янтаяқ болмаслиқи керәк. Бәлки тайланд вәкилләр өмики хитайниң уйғурларға қилған һәқиқий муамилисини доклат қилиши керәк. Улар тайланд һөкүмити қайтурған 40 нәпәр уйғурни чәклимисиз зиярәт қилишни кәскин тәләп қилип, бу зиярәт һәққидә аммиға доклат берип, өзлириниң төкүлгән инавитини әслигә кәлтүрүши керәк”.
Тайланд һөкүмитиниң 27-феврал күни 40 нәпәр уйғурни хитайға мәхпий қайтуруп бериши, муһаҗирәттики уйғурлар, кишилик һоқуқ тәшкилатлири, шундақла американи өз ичигә алған бир қисим демократик дөләтләрниң күчлүк наразилиқи вә әйиблишигә учриғаниди.
Америка ташқи ишлар министири марко рубийо 14-март күни баянат берип, уйғурларни хитайға мәҗбурий қайтурушта мәсулийити бар тайланд әмәлдарлириға виза ембаргоси қоюлидиғанлиқини елан қилғаниди. Хитай ташқи ишлар министирлиқи 17 март баянат елан қилип, тайландниң 40 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп беришини махтиған һәмдә “америка, хитай билән тайландниң ‛қанун иҗра қилиш һәмкарлиқи‚ ға арилишалмайду” дәп һәйвә көрсәткән.