Хитай һөкүмити уйғур дияридики кишилик һоқуқ мәсилиси бойичә “көк ташлиқ китаб” елан қилди
2023.12.20
Уйғур дияридики қирғинчилиқ, мәҗбурий әмгәк вә зор көләмлик тутқун хәлқараниң кәскин тәнқидигә дуч келиватқанда, хитай һөкүмити уйғур дияриниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидики тунҗи “көк ташлиқ китаб” ни елан қилған. Хәвәрдә, бу китаб арқилиқ хитай хәлқ җумһурийити қурулғандин буян “шинҗаңдики кишилик һоқуқни қанун арқилиқ қоғдашта қандақ мувәппәқийәтләрниң қолға кәлтүрүлгәнлики нуқтилиқ баян қилинған” дейилгән.
Хитай башқурушидики “тәңритағ тори” ниң 20-декабирдики хәвиридә ейтилишичә, шу күни өткүзүлгән “көк ташлиқ китабни елан қилиш” мурасимида уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң назири, мәзкур “көк ташлиқ китаб” ниң баш түзгүчиси зулһаят исмайил алаһидә сөз қилған. Шундақла бу китабни “ичкири өлкиләрдики мутәхәссисләр вә шинҗаңдики һәр саһә мутәхәссислири бирликтә йезип чиққанлиқи” һәққидә мәлумат бәргән. Хәвәрдә, бу қетимлиқ “көк ташлиқ китаб” сәккиз бабқа айрилған болуп, “шинҗаңдики кишилик һоқуқниң әмәлийлишиши вә иҗра қилиниши тарихтики әң юқири сәвийигә йәткән” дәп хуласә чиқирилған.
Шу күнниң өзидә йәнә үрүмчи шәһиридә “хитайчә алаһидиликкә игә заманивилаштуруш җәрянида шинҗаңниң кишилик һоқуқ ишлирини вә юқири сүпәтлик тәрәққиятни алға сүрәйли” темисида муһакимә йиғини чақирилған. Йиғинда хитай мәмликәтлик сиясий кеңиши миллий вә диний ишлар комитетиниң муавин мудири җяң җйәнго мәхсус сөз қилған. У сөзидә “хитай хәлқ җумһурийити қурулғандин буян һәр милләт хәлқиниң һәқиқий түрдә сиясий һоқуққа еришкәнлики, ислаһат-ишикни ечиветиштин кейин хәлқниң иқтисадий җәһәттә мислисиз әркинликкә игә болғанлиқи, ши җинпиң дәвридә болса кишилик һоқуқниң тарихтики әң юқири сәвийигә йәткәнлики” ни шәрһлигән.
Һалбуки, уйғур дияридики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң аллиқачан ирқий қирғинчилиққа берип йәткәнлики пүтүн дуняға мәлум болуватқан бир пәйттә, көзәткүчиләр бундақ бир доклатниң елан қилиниши хитай һөкүмитиниң номуссизлиқиниң қайси дәриҗигә берип йәткәнликини көрситип бериду, дәп қаримақта. Уйғуршунас мутәхәссисләрдин доктор дәрен байлер өзиниң бу һәқтики докторлуқ мақалисидә, “хитай хәлқ җумһурийити қурулғанда уйғурларниң сиясий һоқуқи дәсләпки қәдәмдә тартивелинған; ислаһат башланғандин кейин хитайниң уйғурларни һәр җәһәттин ассимилятсийә қилип өзигә сиңдүрүвелиши юқири пәллигә чиққан; ши җинпиң дәвридә болса уйғурларни йоқитишниң ахирқи қәдәмлири елинған” дәп хуласә чиқарған иди.