Майк галигер: коммунизм барлиқ динларни йоқитишини қоғлишиду

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.02.02

2-Айниң 1-күни америка-хитай риқабити алаһидә комитети рәиси майк галигер (Mike Gallagher) америка дөләт мәҗлисиниң әтигәнлик зияпитигә қатнишип сөз қилған, у сөзидә уйғур мусулманлири вә башқа етиқадчи хәлқниң коммунист хитайниң зиянкәшликигә учраватқанлиқини тилға елиш билән биргә, “худаға ишәнгүчиләр бәлким коммунистларниң дүшмини” дегән.

У мундақ дегән: “коммунист хитай һечнемигә қаримай динларни бастуриду, чүнки улар инсанниң кишилик ғурури вә инсаний қиммитини йоқ қилишқа аран туриду, динлар дәл инсанниң қиммити вә ғурурини қоғдайду. Нәччә он йилдин буян хитай коммунистлири кишиләрниң худаға болған етиқадини вәйран қилишқа күчәп кәлди, көп сандики етиқадчиларни түрмигә қамап қийниди. Улар йәнә милйонлиған уйғурлар, фалүнгуң муритлири вә башқа етиқадчи аммини аталмиш қайта тәрбийәләш лагериға солиди. Улар йәнә шинҗаңда ирқий қирғинчилиқ елип бериватиду. Миллити вә дини айрим болған кишиләрни бундақ зор көләмдә қамаш йәһудий чоң қирғинчилиқидин буян елип берилған әң чоң җинайәттур”.

Майк галигер сөзидә йәнә, хитай компартийәси баш секретари ши җинпиңниң һийлигәрлик билән динларни хитайчилаштуруш сиясити йүргүзүватқанлиқини, маһийәттә буниң охшашла динларни йоқитиш һәрикити икәнликини, бир яқтин мәсчитләрни вә черкавларни чеқип түзләватқанлиқини, етиқадчи амминиң идийәсини хитай коммунист идийәси, ши җинпиң ғайиси билән өзгәртиватқанлиқини баян қилған; андин коммунизмниң әслидинла инсанийәткә дүшмән, шәйтаний етиқад икәнликини оттуриға қоюп, “мән ойлаймәнки, коммунизм__ динниң дүшминидур; коммунистлар һәммигә һөкүмран болушни, коллектипниң күчи арқилиқ шәхсий әркинликни, худаниң бәндиси болған һәр кимниң иззәт-ғурурини йоқ қилишни қоғлишиду” дегән.

Майк галигерниң сөзлири бу йиғилишқа қатнашқанларниң қизғин алқишиға сазавәр болған.

Мәлуматларға қариғанда, америка дөләт мәҗлисиниң әтигәнлик зияпити 1953-йилдин башлап өткүзүлүп келиватқан чоң көләмлик сөһбәт йиғилиши болуп, һәр йил 2-айниң тунҗи пәйшәнбә күни өткүзүлидикән. Униңға 3500 дин көп меһман қатнишидикән. 100 Нәччә дөләттин тәклип билән кәлгән бу меһманлар дин,сиясәт, сода вә башқа саһәдики әрбаблардин тәшкил тапқан болуп, инсанийәтниң ортақ тәқдири, диний етиқадниң сиясәттики роли, адаләт билән һәқиқәт мәсилилири һәққидә кәң-кушадә сөһбәтлишидикән вә бирликтә дуа қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.