Уйғур дияридики көмүр байлиқиниң хитайға тошулуши һәссиләп ашмақта

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2024.06.05

Хитай башқурушидики “шинҗаң гезити” ниң 4-июндики хәвиридә ейтилишичә, 2024-йили май ейиниң ахириға қәдәр уйғур дияридики төмүрйол линийәси арқилиқ хитай өлкилиригә тошулған көмүрниң миқдари 35 милйон тоннадин ашқан. Бу сан алдинқи йилдики тошуш сәвийәсигә селиштурғанда, 50 пирсәнткә йеқин көпәйгән.

Хәвәрдә ейтилишичә, йеқинқи йиллардин буян хитай өлкилиридә көмүргә болған еһтияҗниң җиддий ешиши түпәйлидин, уйғур дияридики көмүр қезиш хизмити һәссиләп ашқан. Буниң билән бир пәсилдила уйғур дияридики көмүр қезиш миқдари 120 милйон тоннадин ешип кәткән. Хәвәрдә төмүрйол арқилиқ көмүр йөткигәндә “бихәтәр болуш, йөткәш миқдари зор болуш, баһаси төвән болуш” дегәнләрниң толуқ әмәлгә ашидиғанлиқи алаһидә тәкитләнгән. Шуниң билән биргә уйғур диярида йеқинқи йилларда арқимуарқидин қурулған йеңи төмүр йол линийәлириниң дәл мушу хилдики “шинҗаңниң көмүрини сиртқа йөткәш” тә муһим рол ойниғанлиқи тилға елинған. Шуниңдәк бу хилдики көмүр йөткәшниң йеқин кәлгүсидә техиму зор көләм алидиғанлиқи ейтилған.

Әмма йеқинқи мәзгилләрдә уйғур дияридин игиләнгән түрлүк учурлар милйонлиған уйғур деһқанлириниң қишлиқ иссиниш мәсилиси үчүн көмүр сетивелишқиму қурби йәтмәйватқанлиқини, шу сәвәбтин бир қисим аилиләрниң техиму зор қәрзгә боғулуп қеливатқанлиқини көрсәтмәктә. Уйғур дияриниң нефит, тәбиий газ вә електир қуввитидин башқа йәнә бу хилдики көмүр йөткәш көлими өз нөвитидә пирофессор паллави дас (Pallavi V. Das)Ниң 2016-йили нәшир қилинған “мустәмликичилик, тәрәққият вә муһит” намлиқ әсирини әслитиду. Униңда мустәмликичиләрниң төмүр йол қуруши һәққидә тохтилип, “бу хилдики төмүрйоллар һәрқачан мустәмликичи һакимийәтниң мустәмликә районлиридин қезивалған байлиқлирини тез сүрәттә тошушиға хизмәт қилиду” дәп көрситилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.