Мәлум болушичә, 5-июл күни кәчқурун уйғур елидики бир көмүр канда газ партлап 17 ишчи қаза қилған.
Ишләпчиқириш қурулуш армийиси 6-дивизийәсиниң башқурушидики дахваңшән көмүрлүкиниң биринчи номурлуқ қудуқида йүз бәргән мәзкур вәқәдә аран 3 киши қутқузувелинған. Қудуқ ичигә қамилип қалған башқа 17 нәпәр ишчиниң һәммиси қаза қилған.
Дахваңшән көмүрлүки дәп нам қоюлған мәзкур көмүр кан фукаң шәһири тәвәсидә болуп, үрүмчи ташйолиниң 126 километир йирақлиқтики шәрқий нуқтисиға җайлашқан. Мәзкур көмүр кан 1958-йили ечилған. 2007-Йили 6-девизийә тәрипидин хенәндики бир көмүр кан гуруһиниң һәмкарлишип ечишиға өткүзүп берилгән.