Корлида 4 киши “ялған хәвәр тарқатқанлиқ” сәвәбидин җазаланған
2013.05.10
Йеқинда торға корла шәһириниң “бағраш базири” да “уйғурлар йәнә икки хәнзуни чанап өлтүрди” дәп учур йоллиған 4 киши тутқун қилинип җазаланған.
Хәвәрдә тутқунларниң миллити тилға елинмиған болсиму, бирақ тутқунларниң фәмилисидин уларниң хитай болуш иһтиаллиқи зор.
Корла шәһәрлик сақчи даилириниң ахбарат вастилириға ашкарлишичә, корла шәһәрлик тор аманлиқ әтрити торда из қоғлап, мәзкур учурни чаплиған ваң пәмилилик хитайни вә бу хәвәрни башқа бир торға көчүрүп чаплиған йәнә 3 кишини тутқун қилған. Тутқунларға “ялған хәвәр тарқатқанлиқ” сәвәбидин 5 күнлик мәмури тутуп туруш җазаси берилгән.
“асия киндики” гезитиниң билдүрүшичә, 5 - май күни һарақ ечивалған 4 киши “бағраш базири” да җидәл чиқирип, җидәлдә2 киши яриланған. яридарлар дәрһал дохтурханиға елип берилип қутқузулған. Бирақ, ваң пәмилилик киши икки адәмниң яриланғанлиқини аңлап, микро блогда уйғурларниң йәнә икки хитайни чанап өлтүргәнликини елан қилған. Корла шәһридә олтурушлуқ 3 киши бу учурни башқа торларға чаплиған.
Бу йил 7 - март корла шәһридә һәзрити әли исимлик бир уйғур яш аз дигәндә 4 хитайни чанап өлтүргән. Хитай һөкүмити һәзрити әлиниң қимарваз, аилә мәсилиси барлиқини илгири сүргән болсиму, бирақ вәқәдин хәвәрдар йәрлик аһалә униң кәйп сапада йоқ диндар яш икәнлики, униң бу ишни хитай көчмәнлиридин өч елиш үчүн қилғанлиқини билдүргән иди.
Бу вәқә корлидики хитайларда зор әнсизлик пәйда қилған.