Куча шәһиридики “доппа кочиси” диму “уйғур” нами вә уйғурчә йезиқлар йоқ қилинған
2024.11.11
Хитай даирилириниң “җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси” еңини күчәп тәшвиқ қилишиға әгишип, уйғурларниң нами, кимлики йоқитилмақта, шундақла уйғурларға тәвә мәдәнийәт байлиқлири қандақтур “җуңхуа милләтлири” гә тәвә қилинип, “уйғур” дегән наминиң орниға “аз санлиқ милләт” дегән мәвһум ибарә қоллинилмақта.
Хитайчә “тәңритағ тори”, “шинҗаң гезити” тори 11-ноябир чиқарған бир сүрәтлик хәвәрдә көрситилишичә, уйғурларниң қәдимий шәһәрлиридин бири болған куча шәһири рәстә мәһәллисигә җайлашқан доппа кочиси қайта өзгәртилип, саяһәтчиләр кочиси қилинған; узунлуқи 200 метир келидиған бу кочидики дуканларда уйғурларниң типик мәдәнийәт буюми болған доппа, шайи әтләс, һиҗир-коза вә мискәрлик буюмлири көргәзмә қилинидикән.
Сүрәтләрдин қариғанда, бу кочидики дуканларниң деризилиригә хитайчә услубтики рамкилар орнитилған вә қизил сир билән сирланған болуп, дуканларниң вивискисиға тамамән хитайчә хәтләр йезилған. Хәвәрдә йәнә доппа “аз санлиқ милләтләрниң бир хил баш кийими, у әң йеқин достларға совға сүпитидә тәқдим қилиниду” дәп тонуштурулған; кучаниң нени, мис буюмлар, сапал-һеҗирлар, һәр хил кәштилик доппилар “хитайдики көп мәнбәлик мәдәнийәтниң юғурулмиси” дәп тәшвиқ қилинған. Мана булар, хитай һөкүмитиниң һәр қандақ чағда вә һәр қандақ җайда уйғур кимликини тилға алмаслиқ, шу арқилиқ уни унтулдуруш ғәризини көрситип бәрмәктә.
Шиветсийә уппсала университети түркологийә институтиниң тәтқиқатчиси, доктор патрик халзон радийомизға бәргән зияритидә, хитайниң нөвәттә уйғурларниң ғол мәдәнийәт шәһәрлирини музеийлаштурулған саяһәт мәркизи қиливатқанлиқини, қәшқәр шәһириниң буниңға бир өрнәк икәнликини билдүргәниди.