Сараһ кук: “хитай компартийәсиниң ‛тәрбийәләш‚ усули көп қетим тәҗрибидин өткән!”
2019.02.04
Уйғурлар диярида өткән мәзгилләрдә изчил кеңийиватқан “тәрбийәләш мәркәзлири” һәмдә хитай һөкүмитиниң милйонлиған уйғурни “тәрбийәләп өзгәртиш” мәқситигә йәтмәкчи болуши һәққидә көплигән мулаһизиләр оттуриға чиқиватқан болуп, “әркинлик сарийи” ниң тәтқиқатчиси сараһ кук имзасида 1-февралда елан қилинған мақалида буниң хитай компартийәси көп қетим синақтин өткүзгән усулларниң бири икәнлики тәпсилий шәрһләнди.
Вашингтондики “җеймис тавн фонди” башқурушидики “хитай қисқичә хәвәрләр” журнилида елан қилинған бу мақалида сараһ кук хитай һөкүмитиниң әйни вақитта фалунгоң муритлирини тутқун қилиш вә уларниң идийәсини өзгәртиш урунушлириниң нөвәттә уйғурлар дияридики лагерларда өз әйнән тәкрарлиниватқанлиқини әтраплиқ анализ вә җанлиқ мисаллар билән баян қилиду. Болупму әйни вақитта хебей өлкисидики фалунгоң муритлирини бастуруш, тутқун қилиш вә уларниң диний етиқадини өзгәртиш хизмити бойичә өлкилик парткомниң муавин секретари болуп ишлигән чен чуәнго, “мәмликәтлик яшлар бирләшмиси” ниң рәиси болуп ишлигән, кейинчә әнхуй вә хунән өлкилиридин фалунгоң муритлирини тутқун қилиш һәмдә уларни “тәрбийәләп өзгәртиш” җәһәттә зор хизмәтләрни көрсәткән сун җинлоң қатарлиқ икки киши нөвәттә уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари вә муавин секретари салаһийитидә милйонлиған уйғурни худди шу усулда тутқун қилиш вә “тәрбийәләп өзгәртиш” билән мәшғул болмақта икән. Бу җәрянда улар көп қетим синақ қилған зор көләмдә тутқун қилиш, түрлүк усуллар арқилиқ тутқунлар җисманий җәһәттә қийнаш, тутқунлар халимиған йемәкликләрни мәҗбурий йегүзүш, уларниң идийәсигә қарши мәзмундики тәшвиқат филимлирини көрүшкә мәҗбурлаш дегәнләр һазир уйғурлар диярида техиму юқири сәвийәдә иҗра болмақта икән.
Аптор алаһидә тәкитлигән йәнә бир нуқта нөвәттә хитай һөкүмити әйни вақитта фалунгоң муритлирини тазилашта қоллинилған сиясәтләр вә тәдбирләр, шуниңдәк бу “күрәш” кә қатнашқа шәхсләр уйғурлар дияридики “тәрбийәләш” хизмитигә қоюлмақта икән. Буниңдики әң муһим шәхсләрниң бири һазир хитайниң әдлийә министири болуп ишләватқан фу җеңхуа болуп, уйғурлар дияридики лагерларни башқуруш һәмдә лагерларға сәрп қилиниватқан барлиқ хираҗәтни тәмин етишкә әдлийә министирлиқи мәсул болмақта икән. Әйни вақитта “мәркәздики 610 ишханиси” ниң мудири, хитай җ х министирлиқиниң муавин министири болуп ишләватқан фу җеңхуа тутқун қилинған фалунгоң муритлирини “тәрбийәләп өзгәртиш” җәһәттә көплигән хизмәтләрни ишлигән шәхс икән. Дәл әнә шу вақитларда, йәни 2015-йили фу җеңхуа “шинҗаң уйғур аптоном райони қурулғанлиқини 60 йиллиқини тәбрикләш мәркәз вәкилләр өмики” тәркибидә үрүмчигә кәлгән вә алақидар хизмәтләрни көздин кәчүргән икән.
Аптор ахирида уйғурлар диярида иҗра болуватқан бу хил “тәрбийәләш” усулиниң хитайда 20 йиллиқ синақтин өткән усул икәнликини, буни һарғичә синақ қилған шәхсләрниң һазир уйғурлар диярида алий һоқуқни контрол қиливатқан шәхсләр икәнликини әслитиш билән биргә ашу усуллар вә шәхсләрниң ақивәттә фалунгоң идийәсини йоқитиветишкә қадир болалмиғанлиқини алаһидә тәкитләйду.









