Австралийә һөкүмити хитай лагерлиридики австралийәниң “йешил картиси” бар уйғурларни қутқузушқа чақирилди
2019.02.11
Австралийәдики уйғурлар канберра һөкүмитини тәдбир қоллинип, уйғур районидики түрмә, йиғивелиш лагерлириға қамалған яки нәзәрбәнд қилинған австралийәдә, мәңгүлүк туруш салаһийитигә, йәни “йешил картиға” игә уйғур аһалилирини қутқузушқа чақирған.
Әнглийә “мустәқиллиқ гезити” ниң 11-феврал ашкарилишичә, нөвәттә австралийәдә мәңгүлүк туруш салаһийитигә еришкән 17 нәпәр уйғур хитайдики түрмә, “қайта тәрбийәләш” намидики йиғивелиш лагерлирида яки аилисидә нәзәрбәнд астида тутуп турулмақта икән. Уларниң аилә әзалириниң бир қисми австралийә пуқраси болуп, улар 2017 -йили яки униңдин бурун уйғур райониға қайтип барғанда тутқун қилинған яки нәзәрбәнд қилинған.
Австралийәдики уйғур паалийәтчи нургүл савут ханимниң “мустәқиллиқ гезити” гә билдүрүшичә, “бу кишиләрниң австралийәдә мәңгүлүк туруш салаһийити болсиму, лекин улар уйғур райониға йетип беришиғила уларниң қолидики хитай паспорти тартивелинған”.
Нургүл савут йәнә “бизниң оттуриға қоюватқинимиз шинҗаңдики бу 17 кишиниңла мәсилиси әмәс. Биз бу йәрдә уларниң австралийәдики биваситә аилә әзалириниң, вәйранчилиққа учриған 17 аилиниң мәсилисини сөзләватимиз” дегән. Униң илгири сүрүшичә, бу әһвал австралийәдики аилиләрниң хизмити вә роһий саламәтликигә тәсир көрсәткән.
Австралийә шәрқий түркистан җәмийитиниң рәиси нурмуһәммәт миҗит, хитайниң түрмә вә лагеридики яки нәзәрбәнд астидики бундақ кишиләрниң 20 дин ашидиғанлиқи, өзлириниң “уларниң бихәтәрлики вә саламәтликидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқи” ни билдүргән.
Қатардики “әл җәзирә” телевизийә қанилиниң 11-феврал билдүрүшичә, австралийә ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси нөвәттә һәрқандақ бир австралийә пуқрасиниң шинҗаңда тутқун қилинғанлиқ хәвирини аңлап бақмиғанлиқи, лекин австралийәлик аилиләрниң тәлипигә бинаән уларниң уруқ-туғқанлириниң қәйәрдә икәнликини сүрүштүргәнликини билдүргән, лекин у қандақ җавабқа еришкәнликини ейтмиған.









