Ташқи сиясәт журнили: “бейҗиң олимпики шинҗаңдики лагерларға йол ечип бәрди”

Америкидики журналист вә мутәхәссис нитин кока “ташқи сиясәт” журнилида мақалә елан қилип, бейҗиңниң 2022‏-йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқисини өткүзүш салаһийитини сорақ қилиш керәкликини билдүргән.

Америкидики журналист вә мутәхәссис нитин кока “ташқи сиясәт” журнилида мақалә елан қилип, бейҗиңниң 2022‏-йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқисини өткүзүш салаһийитини сорақ қилиш керәкликини билдүргән.

Нитин коканиң илгири сүрүшичә, 2008‏-йили олимпик мусабиқиси бейҗиңда өткүзүлсә, бу хитайниң әркинлишишигә ярдәм бериду, дәп қаралған болсиму, лекин олимпик шинҗаңдики лагерларниң йолини ечип бәргән.

У һазир бейҗиң вә униң әтрапидики йәнчиң районида 2022‏-йилдики қишлиқ олимпик мусабиқисиниң қурулушлири елип бериливатқанлиқи, шуниң билән бир вақитта хитайниң башқа бир районида йәнә бир хил қурулушниң, йәни йиғивелиш лагерлириниң қурулуши елип бериливатқанлиқини әскәртип, “бейҗиңниң мәзкур лагерлирида бир милйондәк уйғур вә башқа мусулман аз санлиқ милләтләр тутуп турулмақта, дәп қариливатқанлиқи” ни тәкитлигән.

Униң илгири сүрүшичә, хитай аз санлиқ милләтләр вә иҗтимаий тәшкилатларни бастурушни күчәйтиватқан әһвалда олимпик мусабиқисигә саһибханилиқ қилиши керәкму-йоқ, дегән мәсилә сорилиши керәк икән. 2008‏-Йиллиқ олимпик мусабиқисиниң бейҗиңда өткүзүлүши тибәт вә уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғиған болсиму, лекин “олимпик хитайда аммиви гуруһларниң тәрәққиятини тезлитиду” дегән қараш билән бу наразилиққа сәл қаралған.

Нитин коканиң илгири сүрүшичә, бейҗиң олимпик мусабиқиси аммиви гуруһлар, ахбарат вә аз санлиқ милләтләрниң һәқ-һоқуқлирини кеңәйтмәйла қалмай, бәлки уларниң әһвалини техиму начарлаштурувәткән. У бейҗиң олимпик мусабиқиси һәққидә тохтилип, бу мусабиқә: “тибәт вә уйғурларға нисбәтән дәвр бөлгүч нуқта болуп қалди. Бу, уларға хитай аз санлиқ милләтләрни халиғанчә бастурушниң рухситини алғандәк сигнал бәрди” дегән.

Йеқинда америка кеңәш палата әзаси марку рубио, хәлқара олимпик комитетини бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини көздин кәчүрүшкә чақирған иди. Нитин коканиң илгири сүрүшичә, әгәр марку рубиониң чақириқи диққәт қозғиялмиса, 2022‏-йилдики қишлиқ олимпикни байқут қилиштин чоң үмид күткили болмайдикән.

У мақалисиниң ахирида, 2008‏-йилидики олимпик байқут қилинған болса бәлким буниң һечқандақ пәрқ яратмаслиқи мумкинликини, лекин бу қетим “байқут утуқлуқ болса “бу шинҗаңниң вәзийитини техиму начарлаштуруветиду, дәп әндишә қилишниң һаҗити қалмиғанлиқи” ни тәкитлигән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org