Хитай ташқи ишлар министирлиқи сабиқ лагер хадими баймуратни “ялғанчилиқ” билән әйиблигән
Хитай ташқи ишлар министирлиқи илгири хитайниң гучуң наһийәсидики сақчилириға ишләп, 2018-йили қазақистанға қечип чиққан қазақ пуқраси баймуратниң лагерлар һәққидики сөзлирини рәт қилип, уни “ялғанчилиқ” қилиш билән әйиблигән.
-
Мухбиримиз әркин
2019-03-04 -
-
-
Хитай ташқи ишлар министирлиқи илгири хитайниң гучуң наһийәсидики сақчилириға ишләп, 2018-йили қазақистанға қечип чиққан қазақ пуқраси баймуратниң лагерлар һәққидики сөзлирини рәт қилип, уни “ялғанчилиқ” қилиш билән әйиблигән. Бу йил 39 яшлиқ баймурат гучуңлуқ болуп, у илгири бу наһийәдики хитай җ х органлириға ишлигән. Өткән йили аилиси билән қазақистанға қечип чиққан баймурат йеқинда “ню-йорк вақти” гезитиниң зияритини қобул қилип, униңға өзиниң гучуңдики лагерда көргәнлирини вә қазақистанға дечип кетиш сәвәблирини ашкарилиған. “ню йорк вақти” ниң 2-феврал бәргән хәвиридә ашкарилинишичә, бу йил 39 яшлиқ баймурат 2017-йили гучуң наһийәлик җ х идарисигә хизмәткә кирип, йол үстидики бир тәкшүрүш понкитида қаравуллуқ вәзиписини өтигән. Униң вәзиписи һөкүмәтниң қара тизимликидики мусулман аз санлиқ милләтләрни тәкшүрүш болуп, бир күни даириләр униңға қоли койзиланған 600 кишини гучуңдики йеңи селинған бир лагерға яллап апириш вәзиписи бәргән.
Униң “ню-йорк вақти” гезитигә билдүрүшичә, бу вәқә баймуратниң қазақистанға қечишида һалқилиқ рол ойниған. Чүнки, униң уйәрдә көргәнлири баймуратни қаттиқ чөчүткән. Униң билдүрүшичә, даириләр бу орунларни “кәспий тәрбийәләш мәркизи” дәп атисиму, лекин у бир түрмә икән. У “ню-йорк вақти” гезитигә бәргән учурида, униң бу орунда бир тонушини учритип, уни тонуялмай қалғанлиқи, чүнки униң бәк оруқлап кәткәнликини билдүргән. Униң илгири сүрүшичә, бу лагерниң “һәммә йеридә камера болуп, әгәр тутқунлар хушал көрүнмәс балаға қалидикән.”
У йәнә өзиниң қазақистанға қечип чиқип уйәрдики әһвалларни ашкарилишидики сәвәб һәққидә тохтилип, “буниңда мениң мәсулийитим бардәк һес қилдим. Чүнки, бәк көп киши бу лагерларда изтирап чекиватиду” дегән. Лекин, “ню йорк вақти” гезитиниң хәвиридә баян қилинишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хуа чүнйиң баймуратниң гучуңда аманлиқ хизмити ишлигәнликини етирап қилған. Әмма униң сақчида әмәс, бир базарниң аманлиқ хизмитини ишлигәнликини илгири сүрүп, униң сөзлириниң “һәммиси ялған” дегән. Хитай һөкүмити лагерлар һәққидики хәвәрләрни рәт қилсиму, лекин хәлқараниң бу орунларда мустәқил тәкшүрүш елип бериш тәләплирини изчил рәт қилип кәлмәктә.