Җеймис лейболд: “шинҗаңдики кәң көләмлик тутқунни хитайдики әнсизлик вәсвәсиси пәйда қилған”
Австралийәлик уйғуршунас, австралийә латроб университетиниң дотсенти җеймис лейболд, узун һәҗимлик бир тәтқиқат мақалиси елан қилип, хитай һөкүмитиниң “шинҗаң җәмийитидики тәңсизлик вә ишәнчисизликни һәл қилиш орниға униң диққитини иҗтимаий муқимлиққа мәркәзләштүрүши ахири униңға зиянлиқ ақивәтләрни елип келидиғанлиқини билдүргән.
-
Мухбиримиз әркин
2019-03-04 -
-
-
Австралийәлик уйғуршунас, австралийә латроб университетиниң дотсенти җеймис лейболд, узун һәҗимлик бир тәтқиқат мақалиси елан қилип, хитай һөкүмитиниң “шинҗаң җәмийитидики тәңсизлик вә ишәнчисизликни һәл қилиш орниға униң диққитини иҗтимаий муқимлиққа мәркәзләштүрүши ахири униңға зиянлиқ ақивәтләрни елип келидиғанлиқини билдүргән. Җеймис лейболд мақалисидә хитайниң сияситиниң уйғурларни кәң көләмлик йиғивелиш лагерлириға қамашқа өзгириши вә буниңда һалқилиқ рол ойниған мәзкур райондики орган вә шәхсләр һәққидә әтраплиқ анализ елип барған. Униң “әнсизлик вәсвәсиси: хитай компартийәсиниң шинҗаңдики кәң көләмлик йиғивелиш истратегийәси” сәрләвһилик мақалисидә қәйт қилишичә, компартийәниң муқимсизлиқ вә парчилинип кетиш мәсилисидики мәнтиқсиз әндишиси униң бу райондики һазирқи мисли көрүлүп бақмиған сиясәт вә истратегийәни йүргүзүшигә түрткә болған. Мақалидә, хитай рәһбәрлириниң етник зиддийәтләргә қарап, милләтләрниң чәк-чегралирини йоқитиш зөрүр, дегән тонушқа кәлгәнлики, буниң һазирқи йолни тутушта һалқилиқ рол ойниғанлиқини илгири сүргән. Униң қәйт қилишичә, 2009-йили йүз бәргән “5-июл вәқәси” хитай рәһбәрлириниң, райондики йәрлик хитай әмәлдар вә тәтқиқатчилириниң бу қарарға келишидә бурулуш нуқтиси болуп қалған.
Җеймис лейболд мақалисидә, уйғурларни йиғивелип тәрбийәләшниң 2014-йилдин башланған болсиму, һазирқидәк кәң көләмлик болмиғанлиқини, пәқәт 2014-йили йүз бәргән бир қатарлиқ һуҗумлар буниң һазирқи йөнилишкә қарап меңишини тезләткәнликини, компартийәниң 2017-йили 2-айда йүз бәргән “гума вәқәси” ни баһанә қилип, һазирқи истратегийәни иҗра қилишқа өткәнликини билдүргән. Мақалидә қәйт қилинишичә, хитай компартийәсиниң муқимлиқни қелиплаштуруп, пәрқлиқ хаһишларни “җинайәт”, дәп қариши униңда бир хил хата бихәтәрлик тонуши пәйда қилған. Җеймис лейболдниң қаришичә, компартийәниң диққитини “шинҗаң җәмийитидики мәвҗут чоңқур тәңсизлик вә ишәнчсизликни һәл қилишниң орниға иҗтимаий муқимлиққа мәркәзләштүрүши әмәлийәттә хитайниң һәр хил амилларни өз ичигә алған сиясий гәвдисини аҗизлаштурмақта икән.